Тоққузтарадики сақчи хадимлири: “өйимизгә чағанлиқ панус астуқ, җувавиға еғиз тәгдуқ”
2018.02.16

Өткән һәптә уйғур диярини зиярәт қилип кәлгән бир қазақ киши өзиниң зиярәт тәсиратиға асасән районда вәзийәтниң еғирлиқи, ғулҗидики қазақ вә уйғурларниң чағанлиқ панус есишқа, җувава, йәни чөчүрә сетивелишқа мәҗбурлиниватқанлиқи һәққидә иҗтимаий таратқуларда учур тарқатти. Мухбиримиз бу һәқтә тоққузтара вә күнәс қатарлиқ наһийәләрдики сақчиханиларға телефон қилғинида сақчиханидики йәрлик сақчилар өзлириниң өйлиригә панус асқанлиқини вә хитайлар тәйярлиған җувава, йәни чөчүригә еғиз тәгкәнликини ашкарилиди.
Бу һәптә ичидә муһаҗирәттики уйғур алақә топлирида қазақчә сөзләнгән төвәндики шикайәтнамә тарқалди: “. . . Мән бүгүн хитайдин чиқтим, у йәрдики вәзийәт бәк чатақ. . . Чаған байрими мунасивити билән һәммә аилиләр панус сетивелиши керәккән, панусни 50 сомға сетивалидикән. . . . Қору ишиклириниң икки тәрипигә хитайчә мәснәвиләр йезилиши керәккән. . . Буниңдин башқа (қошмақ) туғқан паалийити бойичә қазақ, уйғур вә туңганлар хитайлар билән биллә чөчүрә йейиши керәккән, чөчүрини базардин сетивалидикән, чөчүрини кимниң тәйярлиғанлиқини сүрүштә қилалмайдикән. Буниңға бойсунмиғанлар 15 күндин 1 йилғичә түрмә җазасиға учрайдикән. . . Дәп кәлсәм гәп бәк тола. . .”
Биз юқирида дейилгән әһвалниң уйғур районида омумйүзлүк яки қисмән җайларда давам қиливатқанлиқини ениқлаш үчүн қәшқәр вә хотәндики сақчиханиларға телефон қилдуқ. Бәзи сақчихана хадимлири бу һәқтә юқиридин мәлумат соришимизни тәвсийә қилса, көпинчиси соалимизға җаваб бериштин өзини қачурди. Сақчилардин бери панус есиш вә чөчүрә сетивелиш һәққидә әтики күнлүктә йиғин ечилидиғанлиқини баян қилди.
Биз торларда тарқалған мәзкур шикайәтнамидики йип учлириға асасән, ғулҗиниң тоққузтара вә күнәс наһийәлиридики сақчиханилардин мәлумат соридуқ. Сақчиханилардики йәрлик хадимлар юқириқи учурда дейилгәнләрниң тоғрилиқини дәлиллиди. Күнәсниң қазақлар топлишип олтурақлашқан талди йезилиқ сақчиханисиниң хадими идарә вә өйлиридә панус асқанлиқини баян қилди. Тоққузтараниң таштөпә йезилиқ сақчихана хадими өйлиригә панус есилғандин башқа, өзиниңму җувавиға еғиз тәгкәнликини билдүрди:
Соал: аһалиләрни өйлиригә панус есишни тәшәббус қиливатамсиләр?
Җаваб: қиливатимиз.
Соал: чөчүриничу? аһалиләрниң чағанлиқ җувава йәватқан яки йемәйватқанлиқини сүрүштә қиливатамсиләр?
Җаваб: қиливатимиз, биз өзимизму йедуқ.
Соал: хәнзулар тәйярлиған җувавини силәрму йедиңларму?
Җаваб: шундақ, йедуқ.
Соал: чошқа гөши барму йоқ дәп сүрүштә қилмидиңларму?
Җаваб: яқ.
Соал: халап йедиңларму, орунлаштуруш шундақ болғанлиқи үчүнму?. . . Гәп қилиң, адәттиму йәвирәттиңларму яки мушу чағандила йедиңларму? телефонда бармусиз?. . .