Дуня уйғур қурултийи вәкиллири малайсияниң бир қисим рәһбәрлири билән учрашти
2019.01.15
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зулуминиң ешиши вә уйғур елидә зор сандики кишини лагерларға қамиши бир қисим дөләтләрниң уйғурларға қаратқан позитсийәсидә мәлум өзгириш ясишиға түрткә болған иди. Малайсия әнә шу дөләтләрниң бири. Йеқинда “қанунсиз чеградин кириш” җинайити билән малайсияда тутуп турулуватқан 11 нәпәр уйғурни хитайниң бесимиға қаримай қайтурушни рәт қилип уйғурларниң қаттиқ алқишиға еришкән малайсия дөлити йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясәтлирини тәнқидләватқан йеганә мусулман дөләтлириниң биридур.
14-январ күни, малайсия һөкүмити билән д у қ рәһбәрлири оттурисидики мәхсус сөһбәтниң башлиниши малайсияниң уйғурлар нәзиридики иҗабий тәсирини йәниму ашурди. Д у қ ниң толуқ һавалиси билән тәшкилләнгән вәкилләр өмики д у қ иҗраийә комитетиниң мудири өмәр қанат, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән вә д у қ диний ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавудун қатарлиқларни оз ичигә алған болуп, улар малайсиядики зияритиниң иккинчи күнидиму муһим учришишларда болди.
Бизгә бу зиярәтләр һәққидә мәлумат бәргән илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, уларниң малайсиядики паалийәтлириниң 2-күни наһайити зич өткән болуп, әтигәнлик наштидин кейинла учришишлар башлинип кәткән. Улар алди билән малайсиядики һәрқайси аяллар тәшкилатлириниң вәкиллири билән учришип, уларниң уйғур аяллири вә балилириниң вәзийити һәққидики соаллириға җаваб бәргән.
Дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири арқидин 2 нәпәр малайсия парламент әзаси билән учришип, улар билән малайсия парламентида “уйғурларға көңүл бөлүш гурупписи” қуруш үстидә сөһбәтләшкән.
Улар йәнә малайсиядики чоң партийәләрдин болған малайсия ислам партийәсиниң яш вәкиллири билән һәм шундақла тәклипкә бинаән америкиниң малайсияда турушлуқ әлчиханисидиму учришишларни елип барған.
Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, уларниң бүгүнки паалийәтлириниң ичидә наһайити әһмийәтлик һесабланғанлириниң бири, уларниң малайсиядики бир қисим университетларниң оқуғучилар уюшмилири вәкиллири билән өткүзгән учриши икән. Малайсия яшлириниң уйғур мәсилисигә болған қизғинлиқи дуня уйғур қурултийи вәкиллирини һаяҗанға чөмдүргән.
Малайсия иқтисадий тәрәққий қиливатқан вә демократийәси хели тәрәққий қилған бир дөләт болуш сүпити билән ислам дунясида вә шәрқий җәнубий асиядики тәсир күчи зор дөләтләрниң бири болуп һесаблинидикән. Дуня уйғур қурултийи вәкиллириниң қаришичә, әнә шу сәвәбтин малайсия һөкүмити вә хәлқиниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшиниң әһмийити муһимдур.
Дуня уйғур қурултийи вәкиллири зияритиниң биринчи күни йәни 14-январ күни малайсияниң муавин баш министири вә малайсия дини ишлар министири қатарлиқлар билән учришип, уйғур мәсилиси бойичә айрим-айрим сөһбәттә болуш пурситигә еришкән иди.
Малайсияниң муавин ташқи ишлар министири датук мәрзуқи буниңдин бир ай илгири уйғурлар мәсилиси һәққидә сөз қилғанда: “уйғурлар учраватқан әһвалға қарита биз өз қаришимизни вә мәйданимизни ипадиләватимиз. Шуниңдәк уйғурларниң диний вә инсаний һәқлиригә капаләтлик қилишини тәвсийә қилимиз,” дәп ипадә билдүргән иди.