Дуня уйғур қурултийи сабиқ рәһбәрлириниң бу қетимқи қурултайға бәргән баһалири

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.07.13
duq-5-nowetlik-qurultay-axirlashti-1

5-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийида рабийә қадир ханим йәнә рәисликкә сайланди. 2016-Йили 12-июл, париж. RFA/Qutluq

duq-5-nowetlik-qurultay-axirlashti-2.jpg

5-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийида рабийә қадир ханим ихтиярий мухбиримизниң зияритини қобул қилди. 2016-Йили 12-июл, париж. RFA/Qutluq

duq-5-nowetlik-qurultay-axirlashti-3.jpg

5-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийида муавин рәисликкә сайланғанлар сәһнидә. 2016-Йили 12-июл, париж. RFA/Qutluq

duq-5-nowetlik-qurultay-axirlashti-4.jpg

5-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийида сабиқ рәис әркин алиптекин билән рабийә ханим вә башқилар хатирә сүрәттә. 2016-Йили 12-июл, париж. RFA/Qutluq

duq-5-nowetlik-qurultay-axirlashti-5.jpg

5-Нөвәтлик дуня уйғур қурултийида сабиқ рәис әркин алиптекин(оңда) вә д у қ ниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди(солда) рабийә ханим билән хатирә сүрәттә. 2016-Йили 12-июл, париж. RFA/Qutluq

Фирансийәниң пайтәхти парижда башланған дуня уйғур қурултийиниң 5-нөвәтлик йиғини 13-июл чүштин кейин ғәлибилик ахирлашти.

Үч күн давам қилған бу йиғинға дуняниң һәр қайси җайлирида һиҗрәттә яшаватқан уйғурлардин коп санда киши иштирак қилған бу йиғинда дуня уйғур қурултийиниң йеңи рәһбәрлири сайлап чиқилиш билән биргә қурултайниң кәлгүси пиланлири үстидә көплигән қарарлар мақулланди.

Қурултай ахирлашқандин кейин, дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси, һазир германийәдә яшаватқан әркин алиптекин вә д у қ ниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди нәқ мәйданда ихтияри мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадирниң зияритини қобул қилип, өзлириниң бу қетимқи қурултай вә паалийәтләр һәққидики қарашлирини оттуриға қойди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.