Пиланлиқ туғут кадири айниса: хитай даирилири өз қанунлириғиму әмәл қилмиди

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2017.08.08
pilanliq-tughut-305.png Хитайда көп учрайдиған пиланлиқ туғут тәшвиқатлири
AFP

Уйғурлар диярида йиллардин буян иҗра болуп келиватқан “пиланлиқ туғут сиясити” дә шәһәрләрдики уйғур аилилири икки пәрзәнтлик, йеза нопусидики уйғурлар үч пәрзәнтлик болуш бәлгиләнгән болсиму, әмма хитай даирилири өз қануниға хилап һалда, шәһәр ичигә көчүп келип, вақитлиқ нопус билән яшаватқан йеза нопусидики уйғурларниму, икки пәрзәнтлик болуши керәк дәп, үчинчи пәрзәнтиниң мәҗбурий чүшүрүлгәнликигә шаһит болған.

Үрүмчи шәһәрлик сайбағ районлуқ аһалиләр комитетида пиланлиқ туғут ишханисида хизмәт қилған айниса абликим, өзиниң тәвәликидики уйғур аялларниң пиландин артуқ дәп мәҗбурий чүшүрүлмәкчи болған пәрзәнтлирини сақлап қалғанлиқи үчүн хизмәттин һәйдәлгәнликини аңлатти.

Юқиридики аваз улинишидин һазир шиветсийәниң мәлум шәһиридә яшаватқан айниса абликим билән, униң хизмәттин һәйдилиш җәряни һәққидә елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.