“қизил тәшвиқат чолпини” қурбан өмәр өзиниң ташливетилгәнликидин шикайәт қилди
2015.11.05

Хитай һөкүмәт таратқулирида “қизил тәшвиқат чолпини” дәп тәрипләнгән қурбан өмәр бүгүн үстүн атушниң қайрақ кәнтидики өйидә туруп радиомиз зияритини қобул қилди.
Мухбир: течлиқму? йеқиндин буян немә ишлар билән алдираш болуватисиз?
Қурбан өмәр: түнүгүн атуш шәһиригә кирип чиқтим. Шәһәрниң 6-нөвәтлик ишчилар қурултийи өткүзүлмәкчикән. Мени үстүн атуш йезисиниң вәкили қилип сайлаптикән, шу қурултайға қатнашмақчимән.
Мухбир: йеқинда мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси йү җеңшиң атушни зиярәт қилғанда сиз билән көрүштиму?
Қурбан өмәр: яқ, у башлиқ кәлгәндә мени чақиришмиди, мәнму бир хилла болуп қалдим, немә үчүн чақирмиғанлиқиниму билмидим.
Мухбир: сиз тәшвиқат саһәсидә тонулған бир шәхс турсиңиз, немишқа сизни чақирмайду?
Қурбан өмәр: буни билмидим, мән өзүмму бир қисма болуп қалдим. Әмма аптоном райондин кәлгән хизмәт гурупписи мени мәхсус йоқлап өйүмгә кәлди. Улар мениң тәшвиқат саһәсидә “зораван террорчилар” вә “диний әсәбий күчләр” гә қарши елип барған тәшвиқатлиримни махтиди. Маңа үч чақлиқ мотсиклиттин бирни һәдийә қилди.
Мухбир: бу йил 1-өктәбирдә үрүмчидә өткүзүлгән уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш паалийитигә сизни тәклип қилдиму?
Қурбан өмәр: яқ, тәклип қилмиди, әмма бу йил 5-айда тәйярлиқ паалийитигә берип қатнишип кәлдим. Әслидә 10-айниң 1-күнидики чоң паалийәткә тәклип қилиду, дәп ойлиған идим, әмма тәклип қилмиди. Немә үчүнлүкини билмидим. Қариғанда, буниңғиму “арқа ишик” кетидиған охшайду дәп ойлап қалдим. Мән оннәччә йилдин буян партийәниң тәшвиқатини қилип кетиватимән, буни бу йәрдики һәммиси, болупму башлиқлар билиду. Шундақ туруп йеқиндин буян мени бундақ паалийәтләргә чақирмас болди. Мениң пулум йоқ, әгәр пулум болса уларға “арқа ишик” қилсам, андин мени чақирамдикин-таң!...
Мухбир: йү җеңшигдәк мәмликәтлик сиясий кеңәшниң рәиси болған чоң әмәлдарниң атушқа келиши асан әмәс. Сиз шунчә йиллардин буян компартийәниң тәшвиқатини қилип кәпсиз. Шундақ туруқлуқ мушундақ сорунларға сизни чақирмаслиқи әҗәблинәрлик бопту!?
Қурбан өмәр: шундақ, һәммиси шундақ дәватиду. Көпчилик аммиму “сән шунчә йиллар мабәйнидә һойлаңда қизил байрақ чиқирип, шәһәрму-шәһәр йүрүп партийиниң тәшвиқатини қилған турсаң, һөкүмәт бундақ чағларда сени унтуп қалмаслиқи керәк иди” дейишиватиду” растни десәм, мән өзүмму рәнҗидим. Илгири партийә-һөкүмәттикиләр алдираш, бәлким унтуп қалғанду, дәп өз-өзүмгә тәсәлли бәргән идим. Бу қетим растинла рәнҗидим!...
Мухбир: һойлиңизда йәнә байрақ чиқириватамсиз?
Қурбан өмәр: шундақ, қизил байрақни әһмийәтлик күнләрдә чиқирип келиватимән. Бу йил өктәбир байримидиму бала-чақилирим билән бирликтә чиқардим, кәнттин бирқанчә киши өйүмгә келип бирликтә байрақ чиқардуқ.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.