Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлиси әзалири билән көрүшти

Мухбиримиз илтәбир
2017.03.01
rabiye-xanim-amerika-mejlis.jpg Рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлиси әзалири билән көрүшти. 2017-Йили 1-март, вашингтон.
Photo: RFA

Хәлқарадики уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим 1-март күни америка дөләт мәҗлисидики зиярити давамида, бир нәччә нәпәр мәҗлис әзаси билән көрүшүп, уйғурларниң һазирқи вәзийити һәмдә дуч келиватқан конкретни мәсилилири һәққидә сөһбәт елип барди.

Сөһбәт давамида, дөләт мәҗлиси әзаси рора бакир әпәнди рабийә ханимниң уйғурлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини ечиш, қанун лайиһәси чиқириш қатарлиқ бир йүрүш тәләплирини аңлиғандин кейин, кишилик һоқуқ комитети башлиқи киристофир симит қатарлиқ мәҗлис әзалири билән көрүштүрүп, музакириләр елип барди.

Бу һәқтики тәпсилий мәлуматлиримизни, рабийә қадир ханимниң тәһриримиз илтәбир билән өткүзгән сөһбитидин аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.