Рабийә қадир ханимниң тәйвәнгә тәклип қилинғанлиқи тоғрисида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирилди
2017.01.24
24-январ әтигән тәйвәнниң мәркизи тәйбейдики тәйвән университетиниң ахбарат елан қилиш мәркизидә тәйвәндики сиясий тәшкилатлардин бири болған тәйвән иттипақи бирлики тәшкилати дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң тәйвәнгә рәсмий тәклип қилинғанлиқини елан қилиш мунасивити билән мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирған.
Мухбирларни күтүвелиш йиғиниға тәйвән иттипақи бирлики тәшкилатиниң рәиси лю йиде вә японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут қатарлиқлар қатнишип мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җаваб бәргән.
Тәйбейдики тәйвән университетида чақирилған мухбирларни күтүвелиш йиғини әтигән саәт ондин он биргә қәдәр бир саәт давам қилған болуп, буниңға тәйвәндики нопузлуқ телевизийә қаналлири вә гезит-журналларниң мухбирлиридин болуп көп санда кишиләр қатнашқан.
Нөвәттә диққитиңлар, мухбирларни күтүвелиш йиғини ахирлашқандин кейин, японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут билән елип берилған бу һәқтики нәқ мәйдан телефон сөһбитимиздә болғай.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.