Илшат һәсән көкбөрә уйғур америка бирләшмисиниң 8-нөвәтлик рәисликигә сайланди
2016.05.30
Уйғур америка бирләшмисиниң 8-нөвәтлик қурултийи вә йеңи нөвәтлик рәис сайлими 29-май вашингтон вақти чүштин кейин саәт 1:30 да башланди. Америка уйғур бирләшмисиниң мувәққәт рәиси илшат һәсән әпәнди йиғинниң башланғанлиқини елан қилди.
Йиғинниң күнтәртипи бойичә алди билән уйғур америка бирләшмисиниң алдинқи нөвәтлик рәисиниң омумий хизмәт доклати вә малийә доклати оқуп өтүлди. Арқидин мувәққәт рәис илшат һәсән әпәнди бирләшминиң алдинқи нөвәтлик рәис, муавин рәис вә һәйәт әзалириниң өз вәзиписидин айрилип, һоқуқни йеңи нөвәтлик сайлам комитетиға өткүзүп бәргәнликини җакарлиди.
Сайлам комитетиниң һәйәт риясити америка уйғур бирләшмисиниң низамнамисигә асасән бу нөвәтлик рәис сайлимиға қатнишидиған намзатларниң исимликини елан қилди вә уларниң салаһийитини әскәртип өтти.
Бу қетимлиқ америка уйғур бирләшмисиниң рәис сайлимиға қатнишидиған 3 нәпәр намзат, йәни өмәр қанат, қәйсәр сейит вә илшат һәсән сәһнигә чиқип, әгәр сайламда ғәлибә қилса америкидики уйғур җамаитигә немиләрни қилип берәләйдиғанлиқи һәққидики пилан-лайиһәлирини оттуриға қойди.
Сайлам комитети америка уйғур җәмийитиниң йеңи нөвәтлик рәисини сайлаш үчүн демократик усулда беләт ташлашниң рәсмий башланғанлиқини елан қилди. Җамаәт рәтлик вә тәртиплик һалда беләт ташлиди. Сайлам комитети назарәтчиләрниң назарити астида пүтүн америкидики уйғур җамаити ташлиған беләтлирини санап чиқип ахирқи сайлам нәтиҗисини елан қилди.
Намзатлардин илшат һәсән көкбөрә әң юқири беләткә еришип, америка уйғур бирләшмисиниң 8-нөвәтлик рәисликигә сайланди.
Сайламда ғәлибә қилған илшат һәсән көкбөрә сайлам комитетиниң риясәтчиликидә ай-юлтузлуқ көк байраққа қол бесип туруп җамаәт алдида қәсәм бәрди һәмдә америка уйғур бирләшмисиниң йеңи нөвәтлик рәислик вәзиписини тапшурувалди. У қизғин чаваклар илкидә җамаәткә сөз қилип, өзиниң ойлиғанлири, тәсирати, һес-туйғулири шундақла америкидики уйғур җамаитигә болған тәшәккүрини изһар қилди.
Йеңи рәис илшат әпәнди ахирида 8-нөвәтлик уйғур америка бирләшмисиниң йеңидин тәшкилләнгән һәйәт әзалирини елан қилди. Өмәр қанат, абдуғени, җүрәт обул, меһриай мәмтили вә муса абдул қатарлиқ 5 киши йеңи нөвәтлик бирләшминиң һәйәт әзаси болуп көрситилди.