2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәтләр (7)

Мухбиримиз меһрибан
2017.12.13
tomur-tosuq-tekshurush-ayal.jpg Сода базириниң алға қоюлған томур тосуқтин өтүп кетиватқан уйғур аяллири. 2017-Йили 17-июл, ақсу.
AP

Уйғур маарипи дуч кәлгән еғир қисмәтләр

2017-Йилида уйғурларниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләрниң бири - уйғур тилиниң башланғуч вә оттура мәктәпләрдә чәклиниши болди. Бу әһвал хәлқара таратқуларда күчлүк инкас пәйда қилди шундақла хитай даирилириниң уйғур миллий маарипини пүтүнләй йоқитишқа йүзләнгәнлики һәққидики хәвәрләр арқа-арқидин бесилди.

2017-Йили уйғур диярида 4000 дин артуқ “қош тиллиқ йәслиси” қурулған

2017-Йилниң бешида хитай таратқулирида 2017-йили уйғур елиниң җәнубидики йезиларда “қош тиллиқ йәсли” ләрни 90 пирсәнт омумлаштуруш пилани хәвәр қилинған иди. Мәлум болушичә, даириләр уйғур диярида 2010-йили башлиған “қош тиллиқ маарип” ни тезләштүрүш пиланида 2016-йилиғичә қурулған йәслиләрни 5500 гә йәткүзгән. 2017-Йили бир йил ичидә уйғур диярида йәнә йеңидин 4 миң 387 “қош тиллиқ йәсли” қурулушини тамамлиған. Вәзийәт анализчилири, юқириқи санлиқ мәлуматлардин 2017-йилиниң ахириға қәдәр уйғур дияридики хитай тилини өгитишни мәқсәт қилған аталмиш “қош тиллиқ йәсли” ләр саниниң 10 миңдин ашқанлиқини илгири сүрмәктә.

“хәлқ тори” ниң 2017-йили 1-айниң 12-күни елан қилған хәвиридә, 2016-йилдин 2017-йилғичә болған икки йил ичидә уйғур диярида 4387 “йеза қош тил йәслиси” ниң йеңидин кеңәйтип селинидиғанлиқи вә уйғур диярида “қош тиллиқ йәсли маарипи” ни омумлаштуруш үчүн пүткүл хитай бойичә оқутқучи қобул қилинидиғанлиқини елан қилди. Хәвәрдә йәнә 2016-йилиниң ахириға қәдәр пүткүл уйғур районидики йезиларда 4 яштин 6 яшқичә болған балилар үчүн қурулған йәслиләр саниниң 5500 гә йәткүзүлгәнлики вә 2017-йили ичидә йеңидин қурулидиған “қош тиллиқ йәсли” ләрниң 4387 дин ашурулидиғанлиқи тилға елинған. Буниң ичидә йеңидин қурулидиғанлири 3287, кеңәйтип қурулидиғанлири 1100 болуп, кәлгүсидики үч йил ичидә һәқсиз “қош тиллиқ йәсли” маарипида тәрбийәлинидиған йеза балилириниң санини 560 миңға йәткүзүш мөлчәрләнгән.

Уйғур аптоном район даирилири2017-йилниң бешида “селишқа тегишликини чоқум селиш”, “йәслигә киришкә тегишлики чоқум йәслигә кириш” дәп нам берилгән нишан бойичә2017-йилиниң сентәбир ейиғичә 4408 йеңи “йеза қош тил йәсли” лирини ишқа кириштүрүп болған.

2017-Йили 9-айдин башлап уйғур дияридики барлиқ башланғуч-оттура мәктәпләрдә уйғур тили чәкләнди

2017-Йили 6-айниң 28-күни хитай таратқулирида хотән вилайәтлик маарип идариси чиқарған йеңи оқуш мәвсумидин башлап, башланғуч-оттура мәктәпләрниң 1-йиллиқидин башлап уйғур тилини чәкләш һөҗҗити тарқалди.

Униңда бу йил 9-айдики йеңи оқуш мәвсумидин башлап, хотән вилайитидики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә барлиқ дәрсләрниң бирдәк хитай тилида өтүлидиғанлиқи вә маарип системисида уйғур тилини ишлитишниң бирдәк чәклинидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.

Радийомиз уйғур бөлүми 2017-йили 7-айниң 27-күни мәзкур һөҗҗәт һәққидә учур игиләш үчүн хотән вилайәтлик маарип идариси билән хотән вилайитигә қарашлиқ хотән наһийәси, лоп наһийәси, чира наһийәси вә қарақаш наһийәлириниң маарип идарилиригә телефон қилғинида маарип идарисиниң хадимлири вә оқутқучилар мәзкур һөҗҗәтниң растлиқини дәлиллиди.

Радийомиз уйғур бөлүми 8-айниң 30-күни уйғур дияриға телефон қилип әһвал игилигинидә мәктәпләрдә уйғур тилини чәкләш қарари иҗра қилинишқа башлиғанлиқи мәлум болди.

Бәзи йәрлик оқутқучиларниң билдүрүшичә, бу қарар уйғур толуқсиз оттура мәктәплиридә 1‏-йиллиқ оқуғучилириға иҗра қилинишқа башлиған. Уйғур райониниң җәнубидики мәлум уйғур толуқсиз оттура мәктәпниң бир оқутқучиси, бурунқи барлиқ дәрслик материяллириниң йиғивелинғанлиқини, мәктипигә хитай оқутқучиларниң сәпләнгәнликини билдүрди.

Хитайда чиқидиған “йәр шари вақит гезити” ниң 2017-йил 20-ноябирдики инглизчә санида йәнә уйғур аптоном районида 2017-йил декабирдин башлап дөләт тилидики(хитай тилидики) 15 йиллиқ һәқсиз маарипниң йол қоюлидиғанлиқи хәвәр қилинди.

Хәвәрдә бу 15 йиллиқ һәқсиз маарипниң 3 йили толуқ оттура мәктәпләр үчүн, 9 йили башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләр үчүн, қалған 3 йили йәсли-балилар бағчиси үчүн дейилгән. Мәзкур гезитиниң “йирақ чеградики һәқсиз маарип” мавзулуқ бу хәвиридә 15 йиллиқ һәқсиз маарипниң мәқсәтлиридин бириниң уйғурлар арисида радикал идийәгә бошлуқ қалдурулмаслиқ икәнлики әскәртилгән.

2017-Йили мәктәпләрдә уйғур оқутқучилар мунбәрдин һәйдәлди, орниға хитай тиллиқ оқутқучилар сәпләнди

2017-Йили “қош тиллиқ оқутқучи” намида зор түркүмдә хитай оқутқучилар уйғур дияриға йәрләшти.

Уйғур аптоном район даирилириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2010-йилидин башлап техиму тезлитилгән “қош тиллиқ маарип” қурулушида 2016-йилиниң ахириға қәдәр пүткүл уйғур районида хитай тили вә “қош тиллиқ маарип тәрбийәси” алған “аз санлиқ милләт” оқуғучилириниң сани 2 милйон 249 миңға йәткүзүлгән.

2017-Йил 22-январ күни уйғур аптоном районлуқ даириләр маарип хизмити бойичә телевизийә йиғини ачқан. Шинхуа ториниң бу һәқтики мәхсус хәвиридә 2017-йили хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном райони тәвәсидики “йеза-кәнт қош тил йәсли” лиригә ғайәт зор мәбләғ салидиғанлиқи тилға елинған.

Хитай таратқулириниң бу һәқтики хәвәрлиридә 2017-йили уйғур диярида йеңидин көпийидиған йәсли балилириниң сани 80 миңға йетидиғанлиқи, “қош тиллиқ йәсли” ләргә қобул қилинған оқутқучиларниң җәнубий уйғур диярини нишан қилип, 44 миң 500 гә йәткүзүлидиғанлиқи хәвәр қилинған.

“шинҗаң иқтисад гезити” ниң 2017-йили 13-июндики санида уйғур дияридики “қош тиллиқ” оттура, башланғуч мәктәпләр вә йәслиләргә пүтүн хитай бойичә йеңидин 22 миң 900 нәпәр оқутқучи қобул қилинидиғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә оқутқучиларниң айлиқ мааши 6065 йүән қилип бәлгиләнгәнлики тилға елинди.

Хәвәрдә көрситишичә, қобул қилиш2017-йили 15-майдин 21-майғичә давам қилған. Омумий қобул қилинидиған оқутқучи сани 22 миң 972 нәпәр болуп, буниң ичидә 9291 нәпәр йәсли оқутқучиси, 7705 нәпәр башланғуч мәктәп оқутқучиси, 2186 тулуқсиз вә 3790 нәпәр толуқ оттура оқутқучиси барлиқи тилға елинған. Хәвәрдә йәнә буларниң 70 пирсәнткичә қисминиң җәнубий уйғур районидики хизмәт орунлириға орунлаштурулидиғанлиқи тәкитләнгән.

Шинхуа агентлиқиниң 2017-йили 6-айниң 27-күнидики хәвиридин мәлум болушичә, даириләр өткән 5 йил ичидә, “йезиларда 9 йиллиқ мәҗбурий маарипни омумлаштуруш” намида, тәңритағниң җәнуб-шималидики йезилардики йәсли, башланғуч вә оттура мәктәпләргә 60 миң нәпәр “қош тиллиқ оқутқучи” қобул қилған.

2017-Йили йеңи оқуш мәвсуми башланғанда радийомиз уйғур дияридин игилигән әһвалларда илгирики уйғур тилида дәрс беридиған оқутқучиларниң пенсийигә чиқирилиш яки кәсип алмаштуруш намида түркүм-түркүмләп мәктәпләрдин чиқирилғанлиқи, уларниң орниға пүтүнләй хитай оқутқучилар сәпләнгәнлики мәлум болди.

Уйғур дияридики маарип идарисиниң мунасивәтлик хадимлириму мәктәпләрдә уйғур тилида дәрс өтидиған оқутқучиларниң орниға хитай тиллиқ оқутқучилар сәпләнгәнликини етирап қилди.

Или областлиқ маарип идарисиниң оқутқучилар хизмитигә мәсул хадими 9-айдики йеңи оқуш мәвсуми башлиништин илгири пүтүн хитай бойичә уқтуруш чиқирилип йеңидин бир түркүм хитай оқутқучилар қобул қилинғанлиқини, әслидики уйғур вә башқа милләт оқутқучилиридин хитай тили сәвийә имтиһанидин өткән вә хитай тилида дәрс бериш иқтидариға игә оқутқучиларниң хизмәт орни сақлинип қалғанлиқини билдүрди.

Шинхуа ториниң 2017-йили 11-айниң 26-күнидики хәвиридин мәлум болушичә, 2017-йил уйғур дияридики “қош тиллиқ”, йәни әмәлийәттики хитай тиллиқ йәсли маарипи саһәси үчүнла 44 миң 500 нәпәр оқутқучи толуқланған. 2017-Йили бу саһәдики оқутқучилар 70 миңға йәткүзүлгән. Йеза “қош тиллиқ йәслилири” дә оқуватқан оқуғучилар сани бир милйон 112миңдин ашурулған.

2017-Йили җәнубий уйғур диярини асасий нишан қилип қобул қилинған аталмиш “қош тиллиқ” хитай оқутқучиларниң бир қисим районлардики тәқсимлиниш әһвали төвәндикичә:

1-, ақту наһийәлик даириләр 5-айниң 21-күни җиддий уқтуруш чиқирип, җяңши, шәндуң, лявниң, сичүән қатарлиқ өлкиләрдин 178 нәпәр оқутқучи қобул қилидиғанлиқини билдүргән. Уқтурушта көрситилишичә, хитай өлкилиридин ақту наһийәсигә қобул қилинған хитай оқутқучиларға 6800 йүәндин 7000 миң йүәнгичә айлиқ мааш вә бирдәк һәқсиз туралғу тәминлинидикән. Уларниң 72 нәпири йәсли оқутқучилиқиға, 64 нәпири башланғуч мәктәп оқутқучилиқиға, 24 нәпири толуқсиз оттура мәктәп оқутқучилиқиға, 18 нәпири толуқ оттура мәктәп оқутқучилиқиға орунлаштурулидикән.

2-, 2017-йили 2-айниң 14-күнидики хитай хәлқ торида ақсу вилайитиниң хитай өлкилиридин 2876 нәпәр“қош тил” йәсли оқутқучиси қобул қилидиғанлиқи хәвәр қилинди. Хәвәрдә хитай өлкилиридин хизмәткә қобул қилинидиған “қош тиллиқ” йәсли оқутқучилириниң ақсу вилайитидә2017-йил 8-айдин бурун йеңидин селинип ишқа кириштүрүлүши пиланланған вә 668 “қош тил йәслиси” дә хизмәткә орунлаштурулғанлиқи тилға елинған.

3-, 2017-йили 7-сентәбирдики “мәркизий шәһәр әтигәнлик гезити” дә җәнубтики 3 вилайәт бир областтики “йеза қош тил йәсли” лиригә оқутқучи йетишмәслик мәсилисини һәл қилиш үчүн 2017-йили 5000 нәпәр кадир вә оқутқучиниң җәнубтики “йеза қош тил йәсли” лиридә вәзипә өтәшкә әвәтилгәнлики хәвәр қилинди. Хәвәрдә ақсу вилайитигә 1200 нәпәр, қизилсуға 400 нәпәр, қәшқәр вилайитигә 2000 нәпәр, хотән вилайитигә 1400 нәпәр оқутқучи-кадир әвәтилидиғанлиқи әскәртилгән.

4-, бу йил 9-ай мәзгилидә радийомиз йәкән наһийисидин игилигән әһваллардин йәкәндә “қош тиллиқ” йәсли вә оттура-башланғуч мәктәпләргә қобул қилинидиған 3000 нәпәр оқутқучи саниниң пүтүнләй ичкири өлкиләрдин қобул қилинған хитай кандидатлар билән толдурулғанлиқини ениқлап чиққан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.