Қәшқәрдики бир дөләт хадими: ипадиси яхшиларни аилиси билән 24 саәтлик көрүштүрүш түзүми йолға қоюлуватиду
2019.02.25
Өткән һәптә түркийәдики уйғур паалийәтчи зулпиқар ели, өзиниң уйғур районидики лагерда йетиватқан бир туғқининиң 3 күнлүк қоюп берилгәнлики вә лагердин чиқип өзи билән алақилишип бир күндин кейин тәкрар алақиси үзүлгәнликини мәлум қилған иди. Мухбиримизниң бу һәқтә елип барған телефон зиярәтлири давамида, йеқинқи икки һәптә ичидә уйғур райониниң қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлиридики лагерларда бир қисим тутқунларниң аилиси билән учраштуруш үчүн 24 саәтлик қоюп берилгәнлики вә мөһләт тошқандин кейин йәнә лагерға әкетилгәнлики ашкариланди. Әмма даириләрниң бу түзүмни немә мәқсәт билән йолға қойғанлиқи техи айдиңлашмиди.
Түркийәдики уйғур паалийәтчиләрдин зулпиқар елиниң радийомизға билдүрүшичә, униңға өткән сәйшәнбә күни уйғур районида лагерда йетиватқан бир туғқинидин телефон кәлгән. Туғқини униңға өзиниң лагердин 3 күнлүк қоюветилгәнликини билдүрүш билән бирликтә лагердикиләрниң нөвәттики еғир вәзийити һәққидә мәлумат бәргән. Биз уйғур райондики бир қисим орунларға телефон қилип бу хил қоюп берилиш һәққидә мәлумат соридуқ. Қәшқәрдики мәлум бир идариниң сиясий бөлүм мудири, өз идарисидин тәрбийәләшкә әкетилгән хадимлардин үч нәпириниң йеқинқи икки һәптә ичидә аилиси билән көрүштүрүлүш үчүн 24 саәтлик қоюп берилгәнлики вә мөһләт тошқандин кейин тәкрар лагерға әкетилгәнликини мәлум қилди. Телефонимизни қобул қилған қәшқәр йеза игилик идариси хадимиму, бу идаридин тәрбийәләшкә әкетилгәнләрдин йеқинда қоюп берилгән кишиниң ким икәнлики һәққидики соалимизға, “әркин қадир” дәп җаваб бәрди. Биз бу идарә хадимиға әркин қадир билән көрүшмәкчи икәнликимизни баян қилғинимизда, йәнә бир хадим униң һазир йәнә лагерда икәнликини ашкарилиди.
Паалийәтчи зулпиқар, туғқининиң уштумтут қоюп берилишиниң чәтәлдин кәлгән яки келидиған бир тәкшүрүш гурупписи билән мунасивәтлик болуш еһтималлиқини илгири сүрди. Қәшқәрдики бир меһманханиниң аманлиқ хадими өзлиригә чәтәлдин келидиған бир тәкшүргүчиләр һәққидә мәлумат берилгәнлики вә һәтта уларға қалаймиқан сөзлимәслик һәққидә агаһландурулғанлиқини баян қилған болсиму, у йеқинқи 24 саәтлик қоюп берилиш түзүмидин хәвәрсизликини ейтти. юқирида үч хизмәтдишиниң 24 саәтлик қоюп берилгәнликини баян қилған хадим, бу қоюп берилишниң сәвәби һәққидә рәсмий уқтуруш тапшуруп алмиғанлиқини, әмма җәмийәттин аңлиғанлириға асасән, 24 саәтлик қоюп берилгәнләрниң лагерда ипадиси яхши болғанлар дәп қарайдиғанлиқини баян қилди.
Ақсу вилайәтлик әдлийә идариси хадими ақсуда лагердин 24 саәтлик қоюп берилгәнләрниң сани һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилди. Хотәндики мәлум бир идарә хадими, өз идарисидин әхмәтҗан мәтнияз исимлик бир кишиниң лагердин қоюп берилгәнликидин хәвәр тапқанлиқини, әмма униң һазир нәдиликидин хәвири йоқлуқини ейтти. Хотән шәһәрлик әдлийә идариси хадими, 24 саәтлик қоюп берилишиниң сәвәби һәққидики соалимизға, вилайәтлик әдлийә идарисидин мәлумат елишимизни тәвсийә қилди.
Паалийәтчи зулпиқарниң баян қилишичә, униң лагердин қоюп берилгән туғқини, лагердикиләрниң әһвалиниң еғир икәнликини билдүргәндин кейин өзидин вә уруқ-туғқанлиридин разилиқ сориған.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар телефон зиярәтлиримиздин гәрчә, лагерларда йеқиндин буян бир қисим тутқунларни аилисидикиләр билән 24 саәтлик учраштуруш түзүмини йолға қойғанлиқи ашкариланған болсиму, бу түзүмниң мәқсити вә уни йолға қоюшқа мәҗбурлиған сәвәбләр техи айдиңлашмиди.