Секретар: атушта паспорт берилиштә 3 әвлад сиясий арқа көрүнүш тәкшүрүлиду

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.04.10
pasport-jedwel-tamgha-1.jpg Уйғурларниң паспорт елиш үчүн зөрүр болған тамғилар.
RFA/Erkin Tarim

Йеқинда атушниң сиясий вәзийити һәққидә радийомизға йолланған мәктупта атуштики даириләрниң паспорт ишләштә 3 әвлад сиясий арқа көрүнүшни тәкшүрүватқанлиқи, үч әвладниң һәрқандақ биридә мәсилә көрүлгәнләргә паспорт берилмәйватқанлиқи паш қилинған иди. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлиши давамида, атушниң юқири иштачи кәнтидә йеқинда 280 паспорт йиғивелинғанлиқи вә йиғивелинған паспортларни қайта бериштә, аилисидә 3 әвлад кишиләр арисида сиясий мәсилә көрүлмигән болуш шәрт қилинғанлиқи дәлилләнди.

Радиомизға кәлгән мәктупта, йеқинда атушта, чәтәлдә тиҗарәт қиливатқанларни дәр һал қайтип келишкә үндигән бир уқтуруш тарқитилғанлиқи вә алақидар аилиләрниң аилә әзалирини қайтуруп әкелиш һәққидә бесимға учраватқанлиқи баян қилинған иди. Ениқлишимиз давамида, кәнт секретари бундақ бир мәҗбурлашниң болғанлиқини рәт қилған болсиму, әмма 280 кишиниң паспорти йиғивелинғанлиқини йошурмиди. Униң дейишичә кәнт бойичә паспорти барларниң һәммисиниң дегүдәк паспорти йиғивелинған. Буларниң ичидә пәқәт сиясий арқа көрүнүшидә мәсилә болмиған аз сандики кишиләргә паспорти қайтуруп берилгән.

Мәктупта баян қилинишичә, атушта чәтәлдә тиҗарәт қиливатқанларниң көпинчиси чегридаш қирғизистанда тиҗарәт қилиду, паспортиниң йиғивелиниши, ялғуз уларни қиливатқан тирикчилик йолидинла әмәс, бәлки һаяти бойи йиғқанлири, йәни пүтүн мал- бисатидин айрип ташлиған. Секретар, өз кәнтидики тиҗарәтчиләрниң таҗикистанда тиҗарәт қилидиғанлиқи вә тиҗаритиниң пәсиллик икәнлики, шуңа паспорт йиғивелиништа уларниң иқтисадий җәһәттин унчивала зәрбигә учримиғанлиқини илгири сүрди.

Йәнә мәктупта баян қилинишичә, нөвәттә атушта, яшта 55дин ашқанлар саламәтлики сәвәб көрситилип, 18дин төвәнләр оқуш йеши баһанә көрситилип, 18 билән 45 яш арисидикиләр сиясий һәрикәтләргә қетилип қелиш еһтимали көздә тутулуп паспорт илтимаси рәт қилинмақта. Кәнт секретари бу мәктуптики бу баянларниңму асассиз әмәсликини дәлиллиди.

Мәктупта йәнә атушта йолға қоюлған 3 әвлад сиясий арқа көрүнүш тәкшүрүлүш шәртиниң, маһийәттә уйғурларға паспорт берилмәслик шәрти икәнликини, чүнки нөвәттә мутләқ көп сандики кишиләрниң җүмлидин йеза аһалилириниң чәтәлгә чиқишқа иқтисадий шараити яр бәрмәйдиғанлиқини, бу җәһәттә имкан яр бәргән аз сандики кишиләргә 3 әвлад сиясий арқа көрүнүш шәрти қоюлуш билән, уйғурлар арисида паспорт елишқа лаяқәтлик кишиләрниң асасән дегүдәк қалмиғанлиқини илгири сүрүлгән.

Әмма мәктупта, 3 әвлад сиясий арқа көрүнүш тәкшүрүлүш шәртиниң конкрет қандақ шәрт икәнлики тилға елинмиған; әмма илгирики җәмийәт хәвәрлиридә, мәһбуслар аилә-тавабиатиға 3 әвладқа қәдәр паспорт берилмәйдиғанлиқи тилға елинған иди. Мәктуптин һәм ениқлишимиздин бу шәртниң ялғуз атушта яки уйғур райони бойичә омумйүзлүк йолға қоюлуватқанлиқи техи айдиңлашмиди.

Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған программисиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.