Қәшқәр нәзәрбағдики әрздарлардин турғун мамутниң түрмидин чиқипла қаза қилғанлиқи мәлум болмақта
2016.04.19

Қәшқәр нәзәрбағ йезисиниң йоқириқи қазриқ кәнтидики йәр дәваси қиливатқан деһқанлар вәкиллиридин турғун мамутниң өткән йили түрмидин қоюп берилип узун өтмәй қаза қилғанлиқини мәлум.
Биз бу учурға асасән қәшқәр шәһиригә қарашлиқ нәзәрбағ йезилиқ сақчиханиға телефон қилдуқ. Һалбуки, сақчихана хадимлири бу һәқтә еғиз ечишни рәт қилди.
Турғун мамут билән биллә әрз қилған, илгири радийомиз зияритини қобул қилған нәзәрбағлиқ йәнә бир деһқан бүгүнки зияритимиз давамида турғун мамут һәққидики соаллиримиздин өзини қачурди. Һалбуки, у өзиниң бир йерим йилдин буян мушу иш сәвәблик хитай өлкилиридә сәрсан болуп қечип йүргәнликини билдүрди.
Әйни чағда турғун мамут билән биллә бейҗиңғичә әрз қилип барған нәзәрбағлиқ абдуқәйюм мәмәт телефонимизни қобул қилған болсиму, әмма турғун мамутниң өлүми һәққидә сориған соалимизға җаваб беришни рәт қилди.
Әһвалдин хәвәрдар кишиләрниң билдүрүшичә, у турғун мамут билән биллә 4 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған болсиму, кейинчә қамақ җазасини түрмә сиртида реҗимда туруп иҗра қилишқа қоюп берилгән икән.
Нәзәрбағ деһқанлириниң узаққа созулған йәр дәвасидин хәвири болған, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған муһаҗирәттики бир нәпәр уйғур зиялийси бу һәқтә өзи билидиған әһваллардин мундақ мәлумат бәрди:
“мән үрүмчидики вақтимда турғун мамут башчилиқидики нәзәрбағ деһқанлириниң вәкиллири билән көрүшкән идим. Деһқанлар пул йиғип 5 кишини үрүмчигә әрз қилишқа әвәткән икән. Мән уларни шинхуа китабханисиға елип берип, җуңхва хәлқ җумһурийитиниң һәқ-тәләп қануни һәмдә аптоном районниң йәр һоқуқиға даир бәлгилимилирини тепип бәргән идим. Кейин мән уларниң қәшқәр даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқини аңлидим. Турғун мамут өткән йили 9-айлар әтрапида түрмидин қоюп берилип узақ өтмәй қаза қипту. Абдуқәйюм мәмәткә йепиқ сот ечип 4 йиллиқ қамақ җазасини түрмә сиртида реҗимда туруп иҗара қилишни қарар қипту дәп аңлидим. Турғун мамут 50 яшлардин ашқан киши иди.”
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.