Тибәт роһаний даһийси далай лама дохтурханидин чиқти
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.01
2008.09.01
Ройтерста нәқил қилинишичә, далай ламаниң ярдәмчиси чһиме чһоекяпа, гәрчә далай ламаниң саламәтлики пүтүнләй әслигә кәлгән болсиму, әмма униң мумбай шәһиридә йәнә бир нәччә күн арам алидиғанлиқини билдүргән.
Далай лама йеқинда буддизм тәлимати лексийиси сөзләш учун франсийидә 10 күндин артуқ зиярәттә болған иди.
Гәрчә далай лама бу нөвәт йәнә бир нәччә дөләтни зиярәт қилишни пилан қилған болсиму, лекин саламәтлик мәсилиси сәвәбидин бу сәпәрлириниң һәммисини бикар қилған.