Далай лама, франсийә ташқи ишлар министири вә йәнә президент ханими билән көрүшиду

Франсийә ахбарати дүшәнбә күнидики хәвиридә, франсийә ташқи ишлар министири билән президент ханиминиң далай ламани қобул қилидиғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә хәвири
2008.08.19

 Хәвәрдә франсийә дипломатийә органлириниң сөзини нәқил елип көрситишичә, тибәт диний һәм сиясий даһиси далай лама бу қетимлиқ франсийә зиярити давамида, җүмә күни франсийиниң ташқи ишлар министири бернард кочнер һәмдә франсийә президентиниң ханими чарла бруни саркозий ханим билән көрүшидикән.

Далай лама, 12 ‏ - авғусттин 23 ‏ - авғустқичә франсийигә қаратқан 10 күнлүк зияритини башлиған иди.Дәл бейҗиңда олимпик мурасими өткүзүлүватқан пәйттә франсийидә зияритини башлиған далай лама чаршәнбә күни франсийә дөләт мәҗлисидики тибәт мәсилиси комтети билән " йепиқ шәкилдә " сөһбәт өткүзидикән.

Далай ламаниң франсийә зиярити башлинишидин бурунқи хәвәрләрдә, франсийә президенти саркозийниң далай лама билән учришиш еһтималлиқиниң барлиқи ейтилған болсиму, бирақ далай лама саркозий билән учришишни тәшәббускарлиқ билән бикар қилди.

Чүнки далай лама франсийә президенти билән учришишниң, хитай билән тибәт оттурисида давамлишиватқан сөһбәткә сәлбий тәсир пәйда қилишидин әндишә қилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.