Олимпик мәшили қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида лхасадин өтти

Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини мәшили шәнбә күни қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида тибәтниң пайтәхти лхаса шәһиридин өтти.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.06.21

  Хәвәрләргә қариғанда, лхаса ниң чоң кочилириға йүзлигән хитай сақчи вә һәрбий қисимлири орунлаштурулған болуп, олимпик мәшили өтидиған йоллар үстидики пүтүн дуканлар тақиветилгән. Пәқәт алаһидә талланған кишиләрниң олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитигә қатнишишиға рухсәт қилинған.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, март ейида йүз бәргән қозғилаңдин кейин қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинған лхаса шәһири, шәнбә күни пүтүнләй қамал қилинған.

Нурғунлиған чәтәллик мухбирлар лхасадики олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитигә қатнашқан. Лекин хитай һөкүмити чәтәллик мухбирларниң олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитиниң ичилиш вә йепилиш мурасимиға қатнишишиғила рухсәт қилған болуп, улар ниң тибәтликләр билән айрим сөһбәт өткүзүшигә вә улар билән айрим көрүшүшигә рухсәт қилмиған.

Бейҗиң олимпик мәшилиниң лхасаға йетип келиштин бурун, йәни җүмә күни тибәт аптоном районлуқ һөкүмитиниң муавин рәиси палма трили мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, март ейида тибәттә хитай һөкүмитигә қарши елип берилған наразилиқ һәрикәтлиригә қатнашқан йәнә 12 киши үстидин һөкүм чиқирилғанлиқини вә сақчилар тәрипидин тутулған 1157 нәпәр тибәтликниң қоюп берилгәнликини билдүргән.

Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт тәшкилатлири, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини мәшилиниң тибәттин өткүзүлүшини, хитай рәһбәрлириниң хитайниң тибәт үстидики һакимийитини тәкитләш үчүн елип барған бир һәрикити дәп қарап, бу һәрикәткә қарши чиқмақта.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитай һөкүмитиниң лхасада елип барған олимпик мәшилини йәткүзүш паалийитини, тибәт мәсилсини бир тәрәп қилишни қйинлаштуридиған, зиянлиқ бир қарар дәп көрсәтти.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.