Австралийәдә 5-июл вәқәсиниң 4 йиллиқи хатириләнди
2013.07.07

7 - Айниң 5 - күни австралийиниң мелбурн шәһиридики хитай консулханисиниң алдида үрүмчи вәқәсиниң 4 - йиллиқ хатириси шундақла турпан вә хотәндә болған вәқәләргә болған наразилиқини билдүрүп намайиш елип берилди. Бу намайиш шәрқий түркистан австралийә җәмийәтниң орунлаштуруши билән адилайд, седнейдики уйғур җәмийитиниң актип қатнишиши билән елип берилди.
Намайиш әтигән саәт 10да башланған болуп, қатнашқучилар түрлүк шоарларни товлап өз наразилиқини билдүрди һәм тәшвиқат варақлирини тарқатти. Вәкилләр сөз қилип австралийә һөкүмитиниң, австралийә министири кәвин радниң һәрикәт елип беришини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бастуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлирини тохтитишни тәләп қилди. Йолдин өткән австралийиликләрму өзлириниң қоллиғанлиқини билдүрүшти һәм намайишчиларға мәдәтләр бәрди.
Седний уйғур җәмийитигә вакалитән зияритимизни қобул қилған паалийәт иштиракчилиридин гүлмирә зунун ханим вә мәһмәт чәләпчи әпәнди йүрәк сөзлирини аңлатти.
Намайиштин кейин бу һәқтә йәнә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң катипи нурмуһәммәт түркистани әпәндини зиярәт қилдуқ.
Икки саәткә йеқин давамлашқан бу қетимқи намайиш әтигән саәт 10.00Да башлинип саәт 12:00дә ахирлашти. Намайиштин башқа шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштуруши билән австралийиниң адилайд шәһиридә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң 4 йиллиқини хатириләш вә шеһитләр роһиға атап дуа қилиш сөһбәт хатириси өткүзүлди.
Австралийидин абидә тәйярлиди.