Хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ 5 - июл вәқәсигә кәлгәндә дудуқлиди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.02.26
2016.02.26

AFP Photo
Австралийәдики хитай тәрәпдари муһаҗир аблимит садиқ мухбиримиз билән өткүзгән сөһбитидә тема 5 - июл вәқәсигә кәлгәндә, дәсләптә бу вәқәдин хәвәрсиздәк бир позитсийәни ипадилигән болса, арқидин вәқәдин хәвәрдар икәнликини ейтти.
У шавгүән вәқәсини туғдурғанларниң җазалиниши керәкликини тилға алған болсиму, әмма намайишчиларниң һәққаний тәләплиригә җаваб бәрмигән, әксичә қанлиқ бастурған хитай һөкүмитини тәнқидләшкә тили бармиди.
Аблимит садиқ билән өткүзүватқан сөһбәт программилиримиз һәққидә пикир баян қилған, австралийә уйғур җәмийитиниң рәиси җүрәт абдукерим, австралийәдики уйғур җамаитиниң аблимит садиқниң һәқиқий қияпитини әмди ениқ тонуғанлиқини оттуриға қойди.