Белгийә пайтәхти бирюсселда “5 - июл вәқәси” ниң 4 йиллиқи мунасивити билән намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2013.07.06

7 - Айниң 6 - күни белгийәдики уйғурлар “5 - июл вәқәси” ниң 4 - йиллиқини хатириләш мунасивити билән белгийә пайтәхти бирюсселда намайиш елип барған.

Бу қетимқи намайиш шәһәр мәркизидә саәт 11:00 билән башланған болуп, намайишқа көп санда уйғурлар қатнашқан.

Биз намайиш хәвирини тапшуруп алғандин кейин нәқ мәйданға телефон қилип, бу қетимқи намайишқа иштирак қилған д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди, белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси абдуллам әпәнди вә белгийә уйғур аяллар комитетиниң рәиси рисаләт ханимларни зиярәт қилдуқ. Диққитиңлар бу зиярәт хатирисидә болғай.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.