Америка хитайниң уйғур районидики “диҗитал тәқибләш” қурулушиға қатнашқан икки хитай ширкитини чәклиди
2018.08.08

Америка дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палаталири йеқинда бирдәк қанун мақуллап, хитайниң уйғур аптоном районидики “диҗитал тәқибләш” системиси қурулушида нурғун қурулуш түрлирини һөддигә елип, униң уйғурларни контрол қилишиға һәмкарлишиватқан икки хитай техника ширкитини чәклигән.
Америка дөләт мәҗлиси бу икки ширкәтниң мәһсулатини америка дөләт бихәтәрликигә тәһдит, дегән сәвәб билән чәклигән болсиму, лекин көзәткүчиләр бу чәклимә “хитайниң уйғурларни бастурушиға янтаяқ болуватқан” юқириқи икки ширкәтниң тиҗарәт паалийитигә зор тәсир көрситидиғанлиқини билдүрмәктә. Америка дөләт мәҗлисиниң мәзкур қанун маддиси әсли бу йил 5-айда авам палатасиниң мудапиә қанун лайиһиси тәклипидә оттуриға қоюлған. Лекин, бу кеңәш палатасиниң мудапиә қанун лайиһисидә тилға елинмиған иди.
Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, бу әһвал хәйкаң вә дахуа ширкәтлири һәққидики бу қанун тәклипи бәлки икки палата өз ара мурәссәләшкәндә чиқириветилиши мумкин, дегән үмид пәйда қилғаникән. Лекин америка авам вә кеңәш палатаси дөләт мудапиә қанунини музакирә қилғанда юқириқи икки ширкәтниң мәһсулатини чәкләш тоғрисидики бу маддини бирдәк қобул қилған. Мәзкур қанун маддиси америка дөләт мәҗлисиниң 2-авғуст күни мақуллиған 716 милярд долларлиқ 2018-2019-йиллиқ мудапиә қануниниң бир қисми болуп һесаблиниду.
Көзәткүчиләр президент трампниң мәзкур қанун лайиһисини пат йеқинда имзалиши мумкинликини билдүрди. Қанун маддисида “җәмийәтниң саламәтлики, һөкүмәт тармақлириниң бихәтәрлики, һалқилиқ ул әслиһәлириниң бихәтәрлик тәкшүрүши вә башқа дөләт бихәтәрлик амиллириниң көздә тутулуп” дахуа, хәйкаң ширкәтлири һәм уларға қарашлиқ яки уларға бағлинишлиқ һәрқандақ бир орунниң мәһсулати чәклинидиғанлиқи билдүрүлгән.
Америкидики бәзи кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаришичә, кишилик һоқуқ нуқтисидин қариғанда хәйкаң вә дахуа ширкәтлиридәк һөкүмәтниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишиға иштирак қиливатқан ширкәтләрниң мәһсулатиниң америкида сетилиши бир әхлақий мәсилә икән.
Америка әркинлик сарийиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сараһ кук ханим мундақ дәйду: “шинҗаң буниңға охшаш юқири техникилиқ тәқибләш системилирини тәрәққий қилдурушниң көңүлдикидәк макани. Мана мәзкур ширкәтләрниң бу районда һәр хил сүний әқил техникилирини әркин тәрәққий қилдурушиниң сәвәби. Чүнки бу районда башқа дөләтләрдикидәк шәхсий мәхпийәтликкә әмәл қилиш яки кишилик һоқуқниң башқа шәкиллиригә әмәл қилиш, дегән әндишә болмайду. Мәһсулатиңизни бу йәрдә синап башқа дөләтләргә сатисиз. Бу нуқтидин қариғанда бу йәрдики мәсилә 'шинҗаңдәк районларда кишилик һоқуқ дәпсәндә қилиниватқан болсиму, лекин америка сақчилириниң хитай ширкити ишләпчиқарған мәһсулатни илғаркән, дәп сетивелип ишлитиши мувапиқ боламду?”.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә хәлқара ахбарат васитилириниң илгири сүрүшичә, хәй каң ширкити билән дахуа ширкити хитайниң уйғур аптоном районида диҗитал бихәтәрлик системиси қуруп, уйғурларни контрол қилиш пиланидин әң зор пайдиға еришиватқан ширкәтләр икән. Бу икки ширкәт йеқинқи бир йерим йил ичидә уйғур райониниң диҗитал бихәтәрлик системиси қурулушиға аит 11 хил қурулуш түри бойичә җәмий бир милярд 200 милйон долларлиқ һөддигәрлик тохтамиға еришкән. Бу қурулушларниң көпи 2017-йили елип берилған болуп, шу йили бу икки ширкәтниң йиллиқ дарамити 30-40 пирсәнт өскән.
Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, юқириқи һадисә уйғур мәсилисини америкиниң сода вә бихәтәрлик мәнпәәтигә бағлап чүшәндүрүшниң наһайити муһимлиқини көрситип беридикән. Америкидики адвокат, вәзийәт анализчиси нури түркәл әпәнди мундақ дәйду: “уйғур мәсилисини америкиниң сиясий сәһнисидики инсанлар билән сөзләшкәндә уни пәқәтла инсан һәқлири мәсилиси дәп чүшәндүрүш бәк пайдилиқ әмәс. Буни америкиниң дөләт мәнпәәтигә бағлинишлиқи бар бир мәсилә, дәп көрситиш керәк. Сән хитай һөкүмитини сөһбәт үстилигә олтурғузушта бу мәсилини көтүрүп чиқсаң сән арзу қилғандәк нәтиҗигә еришәләйсән, дәп буни һәр икки тәрәпкә пайдиси бар ортақ мәсилә қилип көрсәтсә, униңдин бир үнүм чиқарғили болиду”.
Лекин, нурий түркәлниң қәйт қилишичә, хитай һазир америкиниң техникисиға таянмай турупму уйғурларни техника арқилиқ бастурушқа йетәрлик күчи баркән. Нурий түркәл, шуңа америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң хитай билән тиҗарәт қиливатқан америка ширкәтлиригә тиҗарәт әхлақи һәққидә көпрәк бесим ишлитиши керәкликини билдүрди. У мундақ дәйду: “америкиниң ширкәтлири буниңға қанда қандақ қарайду, дегәндә биздин алса, биз бәрсәк, биз униң билән тиҗарәт қилсақ мәлум дәриҗидә уни контрол қилип туралаймиз. Биз сатмисақ уни русийә сатиду, йәнә бири сатиду, дегән ашундақ пикирни оттуриға қоюватқан әһвал бар. Лекин вақти кәлгән чағда хитайниң шәртлиригә бойсунуватқан әһвал мәвҗут. Һазир хитайлар техника җәһәттә америкиға таянмай турупму уйғурни йоқитишқа йетәрлик техникиси бар. Шуңа, америка ширкәтлириниң уларни тохтитидиғанға алаһидә сәвәби йоқ. Лекин, америка һөкүмити дөләт мәҗлиси арқилиқ америка ширкәтлиригә тиҗарәт әхлақини көпрәк тәшәббус қилиши керәк”.
Хәвәрләрдә баян қилишичә, уларниң ялғуз йәкән наһийисидики диҗитал бихәтәрлик қурулуш түридин алған пайдиси 686 милйон долларға йетип бариду. Буниң ичидә үрүмчигә 300 миң камера орунлаштурулуш қурулуши хәйкаң ширкитигә берилгән болуп, бу қурулушниң өзила 79 милйон долларға ярайдикән. Даириләр йәнә уйғур райониниң видейо көрүнүшлирини анализ қилиш мәркизи, әқиллиқ назарәт системиси, чоң санлиқ мәлумат мәркизи, сақчи понкитлирини вә учқучисиз айропилан қатарлиқлар диҗитал бихәтәрлик қурулуш түрлирини бу ширкәтләргә һөддигә бәргән.
Америка дөләт мәҗлисиниң қанун лайиһиси хәйкаң вә дахуа ширкәтлириниң содиси вә пай чекигә қандақ тәсир көрсәткәнлики мәлум әмәс. Лекин, бәзи анализчилар бу икки ширкәтниң америка базиридин чәклиниши униң хәлқара базарда қаттиқ зәрбигә учрап, хитай һөкүмити билән техиму зич һәмкарлишишиға йол ечишини мумкинликини илгири сүрмәктә.