Д у қ чақириқ елан қилип “уйғур аптоном райони” ниң һәқиқий маһийитини паш қилди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.09.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
duq-uyghur-aptonom-rayuni-mahiyiti-bayanat-2015.jpg Д у қ һәйәт әзалири
RFA/Erkin Tarim


Хитай коммунист армийәси 1949 - йили шәрқи туркистанға бесип киргәндин кейин, 1955 - йили 10 - айниң 1 - куни аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулғанлиқини җакарлиған иди. Бу мунасивәт билән дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң рәһбәрликидә д у қ рәһбәрлириниң кеңәйтилгән телефон йиғини чақирилди. 29 - Авғуст күни чақирилған йиғиниға д у қ рәиси рабийә қадир ханим, һәрқайси комитетниң мудир вә муавин мудирлири, муавин рәисләрдин болуп 20 киши қатнашти. Йиғин қатнашчилири хитай даирилири уйғур аптоном район қурулғанлиқиниң 60 - йиллиқини катта мурасимлар билән өткүзүватқан бүгүнки күнләрдә, хитайниң 60 йилдин бери уйғурларға елип барған бесим сиясәтлирини, зулмини вә ялған аптономийәниң һәқиқий маһийитини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн немиләрни елип бериш тоғрисида музакирә елип берип 9 маддидин тәркип тапқан чақириқни мақуллиди. Бүгүн елан қилинған чақириқта мунулар йезилған:

1. Д у қ хитай хәлқ җумһурийитиниң дөләт байрими күни вә аталмиш шиниҗаң уйғур аптоном райониниң қурулуш күни болған 10 - айниң 1 - күнини, шәрқий түркистан хәлқиниң матәм күни дәп җакарлап, бу күндә чәтәлләрдики пүтүн шәрқий түркистанлиқларни той - төкүн, туғулған күни, көңүл ечиш, зияпәт өткүзмәсликә чақириду.

2. Һәрқайси доләтләрдики шәрқи туркистан тәшкилатлири вә җамаәтчиликиниң өзлири паалийәт елип берватқан дөләтләрниң қанунлири йол қойған даиридә, намайиш қилиш, ахбарат йиғини өткүзүш, баянат илан қилиш, йиғин оюштуруш қатарлиқ һәр хил шәкилдики наразилиқ паалийәтлирини оюштурушини тәләп қилиду.

3. Һәрқайси җайларда өткүзилидиған намайишларға, шәрқи түркистанлиқлардин башқа йәнә, түрк, мусулман қериндашлиримизниң вә чәтәллик достлиримизниңму кәң көләмдә қатнишини қолға кәлтүрүш чақириқ қилиниду.

4. Паалийәт вә намайишлар җәрянида тарқитилидиған доклат вә тәшвиқат варақлириниң бирдәк болушиға капаләтлик қилиш үчүн, д у қ тәшвиқат мәркизи тәрипидин биртуташ һалда материял һазирлиниду вә барлиқ тәшкилатлар мушу тәшвиқат материялини асас қилиду.

5. явропа вә америка парламентлириға шундақла һәрқайси хәлқара кишилик һоқоқ тәшкилатлири, ислам тәшкилатлириға вә һәрқайси дөләтләрниң әлчиханлириға д у қ намидин хитайниң уйғурларға қарита йүргүзиватқан 60 йиллиқ ирқий қирғинчилиқи, зулум вә бесим сиясити паш қилинған вә әйибләнгән мәзмунда наразилиқ хети әвәтилиду.

6. Йеқин мунасивәттә болған чәтәллик журналист, мухбирлар, сиясәтчиләр вә парламент әзалирини сәпәрвәрликкә кәлтүрүп, хәлқара мәтбуатларда мәхсус хәвәр - мақалиләр вә обзорларниң елан қилинишини қолға кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрситилиду.

7. Һәрқайси тор бәтлири, җүмлидин д у қ вә униңға қарашлиқ тәшкилатларниң тор бәтлири, фесбоок қатарлиқ тәшвиқат мунбәрлири рәңсиз һалға кәлтүрүлиду.

8. Хитай һөкүмитиниң, шәрқий туркистанда 60 йилдин бери елип бериватқан сияси, мәдәний, диний, иқтисадий, екологийә җәһәтләрдики вәйранчилиқи, бесимлириға аит вәкил характерлик рәсимләр таллинип чиқип, катигорийәләр бойичә һәр қайси дөләтләрдә рәсим көргәзмиси ечилиду.

9. Бу чақириққа аваз қошуш вә уни орунлаш учун пүтүн тәшкилатлар, җамаәтләр вә вәтәнпәрвәрләрниң һазирдин башлап җиддий тәшкили вә идийәвий тәйярлиқ қилишни тәләп қилиду!

Биз бу чақириқ тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

У, дуня уйғур қурултийиниң җиддий йиғин чақирип бу чақириқни елан қилиштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “уйғур аптоном райони қурулған 50 йилдин буян, шәрқий түркистан хәлқи тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидә азап - оқубәтләргә, бесимларға муптила болуп кәлди. Уйғур хәлқиниң мустәқиллиқ, әркинлик, демокиратийә, инсан һәқлири вә өз тәқдирини - өзи бәлгиләш тәләплири хитай һакимийити тәрипидин вәһшиләрчә бастурулуп кәлди. Аптономийә сөзи хитай һөкүмитиниң ташқи қисимда дуняниң көзини бояш, ички қисимда шәрқий түркистан хәлқиниң яшаш һәққигә таҗавуз қилишниң вивискиси болди.

Хитай һөкумити 2015 - йили 10 - айниң 1 - күни уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 - йиллиқи мунасивити билән “катта той” ға тәйярлиқ көрмәктә. Хитай һөкүмити тәнтәнә билән өткүзмәкчи болған бу аталмиш “той күни” шәрқий түркистан хәлқи үчүн бир матәм күнидур, бир мусибәт күнидур!

Биз хитайниң бу көз бояш сияситини дуняға аңлитиш, 60 йилдин бери уйғурларға елип барған бесим вә қирғинчилиқ сияситини паш қилиш мәқсити билән бу чақириқни елан қилдуқ.

Долқун әйса әпәнди сөзиниң ахирида, дуняниң һәрқайси җайлиридики пүтүн шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири, шәрқий түркистанлиқлар җүмлидин уйғурларни бу чақириққа аваз қошушқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.