Америкиниң әнқәрәдики әлчиханисида партлаш йүз бәрди
2013.02.01
Бу вәқә бәдинигә бомба таңған киши әлчиханиниң виза бөлүми ишикидики лазир нурлуқ тәкшүрүш апаратидин өтүватқанда бомба партлап кәткәнликтин келип чиққан. Вәқәдин кейин алаһидә сақчи қисимлири нәқ мәйданни тарқақлаштуруп иккинчи қетимлиқ йүз бериш еһимали болған партлашниң алдини елишқа тиришқан вә вәқәни тәкшүрүшни башливәткән. Бу вәқәни тәкшүрүшкә йәнә әнқәрә җамаәт хәвпсизлик идарисиму бивастә қатнашмақта. Нәқ мәйданға әнқәрә валийси алаһәддин йүксәл, түркийә җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи мәмәт қиличдар вә әнқәрә җамаәт хәвпсизлик идариси башлиқи қадир ай қатарлиқлар келип тәкшүрүшни көзәтти.
Вәқәдин кейинла түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған баянат берип мундақ деди:
- Америка әлчиханисиға елип берилған һуҗум әслидә дөлитимизниң муқимлиқи вә хәлқимизниң бәхтияр турмушиға елип берилған һуҗум. Биз буларға қарши иттипақ болуп буларни йеңимиз. Шуни билиңларки, шеһитлиримизниң қенини һәргиз йәрдә қоймаймиз.
Әнқәрә валийси алаһәддин йүксәл билән америка бүйүк әлчиси речардони бирликтә мухбирларға бәргән баянатида, вәқәдә икки кишиниң өлүп, бир кишиниң яридар болғанлиқини ейтти.
Ричардоний баянатини мундақ давамлаштурди:
- Әлчиханиға елип берилған бу һуҗумда бир түрк хадимимиз һаятидин айрилди. Бу һуҗум түркийә - америка мунасивитигә зиян йәткүзмәйду. Түркийә йәнила бизниң достимиз.
Түркийә дөләт ишлири министири муһаммәр гүләр мухбирларға баянат берип, вәқәдә өлгән кишиниң аманлиқ сақлиғучи хадим мустафа ақарсу икәнликини, йәнә бир өлгүчиниң салаһийитиниң ениқлиниватқанлиқини, дидәм тунҗай исимлиқ аялниң еғир яриланған болуп, давалиниватқанлиқини ейтти.
Түркийә күлтүр вә саяһәт министири өмәр чәлик әпәнди баянат берип, америкиниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиға елип берилған һуҗумни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини, һаятидин айрилған аманлиқ сақлиғучи хадимниң аилисигә сәбир - тақәт тиләйдиғанлиқини ейтти. Арқидин, америка әлчиханиси рәсмий һөҗҗәт тарқатти. Һөҗҗәттә монулар йезилған:
“2013 - йили 2 - айниң 1 - күни йәрлик саәт 13:15 тә бир партлаш йүз бәрди. Һазир түрк җамаәт хәвпсизлик идарисиниң хадимлири әлчиханимизни қаттиқ муһапизәт қилмақта. Америка әлчиханиси намидин түркийә һөкүмитигә, ахбарат хадимлириға вә пүтүн түрк хәлқиниң бу вәқәгә болған нәприти вә биз билән елип барған һәмкарлиқи үчүн рәһмитимизни билдүримиз.”
Америка әлчиханиси әнқәрә мәркизидики әлчиханилар райониға җайлашқан болуп, радиомизниң әнқәрәдә турушлуқ ишханисиға бир келометир узақлиқта. Вәқәдин кейин, әтраптики пүтүн әлчиханилар аманлиқ тәдбирлирини күчәйткән. Болупму қошна әлчиханилардин германийә, италийә, франсийә әлчиханилири қаттиқ тәдбир алған болуп, германийә бүйүк әлчиси әбирхард похл түркийиниң мәрсин вилайитидә елип бериватқан зияритини тохтитип әнқәрәгә қайтқан.
Америкиниң түркийә пайтәхти әнқәрәдики бүйүк әлчиханисини партлитиш вәқәси нөвәттә җиддий тәкшүрүлмәктә. Биз хәвәрни оқуш алдида, һуҗум қилған кишиниң солчи терррор тәшкилатиға әза 40 яшлар чаммисидики әҗәвит исмлик түркийә пуқраси икәнлики ениқланди.