Әзәрбәйҗанда уйғур дәваси күчәймәктә
2013.05.31
Иҗтимаий мәтбуат уйғур дәвасини аңлитиштики әң муһим васитиләрдин биригә айланған бүгүнки күндә, бу арқилиқ уйғур дәвасини аңлитиватқанларниң сани күнсайин көпәймәктә.
7-8 Йилдин бери давамлиқ һалда Facebook арқилиқ өз дәвасини аңлитип келиватқан кишиләрдин бири турсунай түрксой ханим. У 8 йилдин бери әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда һәр хил йиғинларға қатнишиш, телевизийә вә радиоларда сөзләш, гезит-журналларда уйғурлар һәққидә мақалиләр йезиш арқилиқ уйғур мәсилини аңлатқан. У йеқинда әзәрбәйҗанниң баку шәһиридә әзәрбәйҗан, шәрқий түркистан мәдәнийәт җәмийитини қурған болуп, мәзкур мәркәздә һәптидә бир қетим уйғурларни тонутуш паалийити өткүзүветипту. Униң ейтишичә, хитайлар көп қетим телефон арқилиқ тәһдит қилған болсиму, у паалийитини давамлаштурған. Униң әзәрбәйҗанниң мусават гезити, азадлиқ гезити, түркистан гезити вә интермедия гезитлиридә елан қилинған мақалилири оқурмәнләрниң қизғин алқишиға еришкән.
Биз паалийәтлири һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн, турсунай ханим билән телефон сөһбити елип бардуқ. У уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидики соаллиримизға җаваб бәргәндә өзини туталмай йиғлап кәтти.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиз.