Франсийә мухбири урсула ханим билән д у қ рәһбәрлири парижда учрашти
2016.01.11
Франсийә уйғур җәмийитиниң орунлаштуруши билән 11 - январ парижда франсийә мухбири урсула ханим билән дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири учришиш елип барған.
Бу қетимқи сөһбәтни тәшкиллигүчи, франсийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң билдүрүшичә, сөһбәткә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәрҗан, иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса, франсийәдики уйғур җамаәт мөтивәрлиридин меһрибан ханим, вә шундақла франсийә уйғур җәмийитиниң катипи дени әпәндим қатарлиқлар иштирак қилған.
Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири билән учришиш үчүн франсийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң һәмраһқлида машинида бирликтә кетиватқан мухбир урсула ханим телефон зияритимизни қобул қилип, “уйғурларниң нөвәттики вәзийити қандақ?сиз уйғурлар билән учрашқанму? уйғур елиниң қайси җайлириға бардиңиз?” дегәндәк соаллиримизға җаваб берип:“уйғурлар наһайити тәс һаләттә яшаватиду. Мән буни мақаләмдә яздим. Мән көплигән уйғурлар билән учрашқан. Уйғур елиниң қәшқәр,турпан, үрүмчи қатарлиқ шәһәрлиригә барған”деди.
Биз униңдин,“сиз хитайдин франсийигә қайтурулғандин кейин уйғурлар һәққидә немиләрни йезишни ойлишиватисиз?”дәп сориғинимизда у,бу һәқтә тохтилип:“бәлким йезишни ойлишиватқан болушум мумкин лекин бу һәқтә бир қарарға кәлмиди”деди.
Биз телефон сөһбитимиз җәрянида, “урсула ханим сизниң уйғурларға ейтмақчи болған қандақ сөзиңиз бар?”дегинимиздә, у, бираз иккилинип, “сизниң дәватқан уйғурлар вәтән ичидики, яки башқа йәрләрдики урушқа қатнишиватқн вә шундақла башқа ишлардики уйғурларму?”_ - дәп сориди. Биз җавабән: - вәтән сиртидики барлиқ уйғурларға дегинимиздә, урсула ханим:“ғәйрәт қилиңлар! ғәйрәт қилиңлар!”дәп арқа - арқидин икки рәт бу сөзни тәкрарлиди.
Биз ахирида униңдин, “ханим, сизниң бу сөзлириңизни радио долқунлири арқилиқ уйғурларға аңлатсақ боламду?” дәп соридуқ. Мухбир урсула ханим:“әлвәттә”дәп җаваб бәрди.
Мухбир урсула ханим шу күни чүштин кейин париждики мәлум бир ресторанниң айримханисида дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири қизғин сөһбәттә болған. Сөһбәт шу йәр вақти саәт икки йеримдин бәшкә қәдәр давамлашқан болуп, сөһбәттин кейин зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса бу қетимқи сөһбәт һәққидә тохталди.
Долқун әйсаниң ейтишичә, мухбир урсула ханим сөһбәт җәрянида өзиниң 2013 - йили 26 - июн турпан вилайитиниң лүкчүн наһийисидә йүз бәргән вәқә һәққидиму турпанға берип көп издәнгәнлики һәққидә тохталған.
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәислиридин әсқәрҗан мухбир урсула ханим парижға қайтип кәлгәндин кейин франсийә һөкүмәт тәрәпниң бейҗиңда йүз бәргән урсула ханим мәсилигә болған бәзи бир қарашлири һәққидә урсула ханимниң ейтқанлирини баян қилип өтти.
Ахирида франсийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит буниңдин кейинки франсийидә елип берилидиған уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлиридә мухбир урсула ханим билән өзлириниң һәмкарлишидиғанлиқини илгири сүрди.
Бәзи бир сиясий көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, франсийә мухбири урсула ханимниң бу қетимқи дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири билән парижда учришиши униң муһаҗирәттики уйғур тәшкилат рәһбәрлири тунҗи қетимлиқ учриши икән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.