Германийәниң дортмунд шәһиридики уйғурлар норуз байрими өткүзди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.03.22
germaniye-dortmund-noruz-3.jpg Германийәниң дортмунд шәһиридики уйғурларниң норуз паалийити
RFA/Erkin Tarim

Германийәниң шималий рән вестфаля өлкисидики дортмунд шәһиридики уйғурлар норуз байрими өткүзди. 21 - Март күни өткүзүлгән норуз паалийитигә дортмунд шәһиридики уйғурлар, түркләр вә германийәниң миюнхен вә франкфурт шәһиридин тәклип қилинған бәзи уйғурлардин болуп 150 әтрапида киши қатнашқан. Уйғурларни өз ичигә алған мәркизий асия хәлқлириниң әнәнивий байрими болған норузда дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди, уйғур зиялийси абдувели турсун әпәнди вә нәби ғулам әпәндиләр норуз тоғрисида нутуқ сөзлигән, норуз шеирини декламатсийә қилған. Норуз еши қилип норуз әһлигә тарқитип бәргән. Биз нәқ мәйданға телефон қилип, бу паалийәтни уюштурған нәби ғулам вә долқун әйса әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.


Долқун әйса әпәнди, германийәдики уйғурларниң өз миллий өрп - адәт вә әнәнилиригә алаһидә көңүл бөлүп келиватқанлиқини, бу хил миллий байрамлар арқилиқ яш әвладларға уйғурларниң өрп вә адити, тарихи вә тилини өгитиватқанлиқини ейтти.

Нәби ғулам әпәнди болса, германийәниң миюнхен шәһиридин қалса дортмунд шәһридә уйғурларниң саниниң көп икәнликини, бу қетимқи норуз паалийитиниң бу йәрдә өткүзүлгән иккинчи чоң норуз паалийити икәнликини, бундин кейин бу хил паалийәтләргә әһмийәт беридиғанлиқини ейтти.

3 - Айниң 21 - күни күндүз билән кечә тәңләшкән күн болуп, пүтүн түркий милләтләр вә оттура шәрқтики бәзи милләтләр қәдимдин тартип бу күнни норуз байрими дәп қутлап кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.