Илшат һәсән: далай лама уйғурларниң һәққаний һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз меһрибан
2016.04.30
ilshat-hesen-hindistan-daramsala-dalay-lama-2016.jpg “асия демократийә мунбири” ниң 2016 - йиллиқ йиғиниға қатнишиватқан америка уйғур бирликиниң рәиси илшат әпәнди далай лама билән биллә
RFA


Һиндистандики дарамсалада шәһиридә ечиливатқан “асия демократийә мунбири” ниң 2016 - йиллиқ йиғиниға қатнишиватқан америка уйғур бирликиниң рәиси илшат әпәндиниң уйғур вәзийити һәққидә бәргән доклати йиғин қатнашқучилири вә мухбирларниң диққитини қозғиди. Йиғин мәзгилидә зияритимизни қобул қилған илшат һәсән әпәнди йиғин әһвали тоғрулуқ баян бериш билән биллә өзиниң тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама билән көрүшүш пурситигә еришкәнликини билдүрүп, далай ламаниң уйғурларниң һәққаний күришини қоллайдиғанлиқи һәққидики салимини уйғурларға йәткүзүшни һавалә қилди.

28 - Апрел башланған бу йиғин 1 - майға қәдәр давамлишиду. Әсли мәзкур йиғинға д о қ иҗраийә комитети мудири долқун әйсаму тәклип қилинған болуп, әмма униң визиси хитайниң бесими билән бикар қилинған вә хәлқаралиқ ғулғулиға сәвәб болған иди.

Илшат һәсән әпәнди йиғиндики паалийәтлири һәққидә тохтилип, өзиниң икки күн ичидә уйғурларниң омумий әһвали, диний етиқадниң дәпсәндә қилиниши, уйғурларниң мәдәнийәт муһитиниң бузғунчилиққа учриши, мәдәнийәт зор инқилабиниң уйғур мәдәнийитигә бузғунчилиқи қатарлиқ мәхсус темиларда төт қетим доклат бәргәнликини билдүрди. У йиғин әһлиниң уйғурларниң диний етиқад, мәдәнийәт җәһәттә бастурушқа учриши қатарлиқ темилар вә һиндистан һөкүмитиниң долқун әйсаға берилгән визини хитайниң бесими билән бикар қилғанлиқи қатарлиқларда қизғин муназирә қилғанлиқини билдүрүп, уйғур мәсилиси һәққидә техиму җиқ мәсилиләрни билишкә қизиққан йиғин қатнашқучилириниң йиғинда мәхсус долқун әйса әпәнди үчүн телевизийә нутқи орунлаштуруш тәклипини оттуриға қойғанлиқини баян қилди.

Илшат һәсән әпәнди йәнә, йиғинда уйғур мәсилисигә қизиқидиған һиндистанлиқ мутәхәссисләр, мухбирлар, сиясий әрбаблар вә тәшкилатчилар биләнмә учрашқанлиқини билдүрүп, һиндистанниң дарамсалада шәһиридә ечилған йиғинниң уйғур мәсилисини дуняға аңлитишта вә һиндистанда уйғур мәсилиси һәққидики йиғин паалийәтләрни елип беришниң тунҗи қәдими бесилған мувәппәқийәтлик башлиниш дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.