Түрк тәтқиқатчилириниң “истихбарат дуняси” мавзулуқ китабида хитайғиму орун берилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.12.29
istixbarat-dunyasi-xitay.jpg “истихбарат дуняси” намдики китабтики хитай истихбарати тоғрисидики сүрәт.
RFA/Arslan

Йеқиндин буян түркийәдә истихбаратқа алақидар көплигән китаблар нәшр қилинип тарқитилишқа башлиди. “кирипту нәшрияти” тәрипидин “истихбарат дуняси” намдики бир китаб нәшр қилинған болуп, бу китабта дунядики чоң дөләтләрниң истихбарат тәшкилатлири тоғрисида муһим учурларни өз ичигә алған. 352 Бәтлик бу китаб, түркийә парламент әзаси үмид өздағ қатарлиқ ондин артуқ тәтқиқатчиниң, дунядики бир қисим истихбарат тәшкилатларға алақидар тәйярлиған тәтқиқат мақалилирини өз ичигә алиду.

“истихбарат дуняси” дегән китабта йәнә хитай истихбарат тәшкилати тоғрисидиму муһакимиләр йүргүзүлгән. Китабта йәнә хитай истихбарат тәшкилатиниң қурулмиси вә вәзиписи тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: хитай дөләт бихәтәрлик министирлиқи 1983-йили қурулған, вәзиписи хитайниң ташқи истихбарат, җасуслуққа қарши истихбарат, сиясий хәвпсизликкә мәсул тәшкилат икән.

Дунядики истихбарат тәшкилатлири дегән китабта йәнә хитай истихбарат тәшкилатиниң асаслиқи оттура асия, шәрқий асия, америка, явропа қатарлиқ пүтүн қитәләрдә җасуслуқ паалийити билән шуғуллиниватқан хәлқаралиқ җасуслуқ оюнчи икәнлики тилға елинған.

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси шундақла түркийә истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә-хитай мунасивәтлириниң күчийишигә шуниңдәк хитайниң күнсайин қудрәт тепишиға әгишип, түркийәдиму хитайниң учур-ахбарат топлаш системиси вә бихәтәрлик системиси һәққидә чүшәнчиләрни чоңқурлитиш еһтияҗи күнтәртипкә келиватқанлиқини оттуриға қойди.

Түркийәдики уйғур зиялийси миркамил қәшқәрли һазир мәтбуатларда хитайниң түркийәдә асаслиқи сода учурлири вә уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлириға аит учур топлашқа әһмийәт бериватқанлиқи ашкариланғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.