Канада ташқи ишлар министирлиқи уйғур вәкиллирини қобул қилди
2013.04.29
Канада уйғур җәмийитидин игилигән мәлуматларға асасланғанда, йеқинда канада ташқи ишлар министирлиқи хитай бөлүминиң хадимлири билән канада ташқи ишлар министирлиқи диний әркинлик ишханиси шундақла канададики мәлум бир кишилик һоқуқ тәшкилати қатарлиқлардин тәшкилләнгән 10 нәпәр хадим, канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимофни өз ичигә алған уйғур вәкиллирини қобул қилип, уйғурлар вә уйғур мәсилиси һәққидә кәң көләмлик мәлумат алған.
Бир саәт әтрапида давамлашқан бу сөһбәттә, канада ташқи ишлар министирлиқи хадимлири, уйғур нами, немә үчүн уйғурлар вәтининиң шәрқи түркистан дәп атилип қалғанлиқи, йәнә немә үчүн шинҗаң дәп аталғанлиқидин тартип, уйғурларниң һазирқи маарип, диний етиқад, кишилик һоқуқ мәсилилири шундақла 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин из - дирәксиз ғайип болғанлар мәсилисигә қәдәр тәпсилий мәлумат алған. Бу прогирамминиң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.