“яхши” партийә “җаза лагерлири” мәсилисидә түркийә һөкүмитини әйиблиди
2018.09.14

7-Сентәбир күни түркийә парламентидики “ийи”, йәни “яхши” партийә мәтбуат баянати елан қилип, хитай һөкүмитиниң җаза лагерлири қуруп бир милйон уйғурни солиғанлиқини әйибләш билән бирликтә түркийә һөкүмитиниң һазирғичә буниңға инкас қайтурмиғанлиқини тәнқид қилди. Мәтбуат баянатида мундақ йезилған: “хитай хәлқ җумһурийитидики уйғур аптоном райони, йәни шәрқий түркистандики уйғурлар дучар болуватқан еғир бесимлар тоғрисидики хәвәрләр ишәнчлик хәлқара ахбарат агентлиқлири тәрипидин тарқитилмақта. Буларни партийәмиз йеқиндин көзәтмәктә”.
30-Авғуст күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати ирқий айримичилиққа қарши туруш комитети тәрипидин елан қилинған доклатта бир милйон әтрапида уйғурниң “җаза лагерлирида” тутуп турулуватқанлиқи дуняға билдүрүлгәндин кейин хәлқара ахбарат васитилири бу мәсилигә кәң-көләмдә орун беришкә башлиди.
Түркийәдики милләтчи һәрикәт партийәсидин айрилип чиққан кишиләр тәрипидин қурулған “яхши” партийә бу йилқи сайламда түркийә парламентидики 46 орунға еришкән.
Мәзкур партийә өз баянатида түркийә һөкүмитини уйғур мәсилисидә хитайға қарши инкас қайтурушқа чақирип мунуларни язған: “дөлитимизни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәси билән униң шерики болған милләтчи һәрикәт партийәсиниң бу мәсилә тоғрисида һазирғичә җим турувелиши дөлитимизниң иқтисадий кризис ичидә болғанлиқи, хитайдин қәрз пул алғанлиқи үчүнму? һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси билән уни қоллаватқан шерики милләтчи һәрикәт партийәсини дөлитимиз намидин хитайға қарши инкас қайтурушқа чақиримиз”.
“яхши” партийиниң 7-сентәбир күни уйғур дияридики “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисида бәргән мәзкур баянати мундақ ахирлашқан: “һөкүмитимиз партийәмизниң бу чақириқиға қанчилик тезликтә аваз қошидиғанлиқини сәврсизлик билән күтимиз. Һәр һалда атилиримиз дегәндәк қәрз бәргәнниң тили узун, қәрз алғанниң тили қисқа әмәсту”.
Баянат “яхши” партийиниң ташқи ишлар вә түркий милләтләргә мәсул комитетиниң муавин рәиси әхмәт камил әрозан тәрипидин елан қилинған болуп, 2 күндин буян көп санда гезит вә иҗтимаий таратқуларда тарқитилди.
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң америка қошма штатлири билән болған мунасивити йирикләшкәндин бери, сөзлигән нутуқлирида “һәй америка!” дәп тәнқид қилмақта. Әмма уйғур мәсилисидә һазирғичә хитайға инкас қайтурмиди. “яхши” партийә баянатчиси мәмәт сатуқ буғра қавунҗу әпәнди 11-сентәбир күни мухбирларға бәргән баянатида, дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғандин “сиз қачан һәй хитай! дәп хитайға инкас қайтурисиз” ? дәп сорап мундақ деди: “уйғурлар тоғрисидики баянатимизни өткән күни кәң амма билән ортақлаштуқ. Һәммиңларға мәлум болғинидәк шәрқий түркистандики уйғурларниң мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилати күн тәртипигә киргүзди. Хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә қарита америка қошма штатлириниң хитайға қарши чарә-тәдбир қоллинидиғанлиқи мәлум болуватиду. Дөләт рәисимиз әмди ‛һәй америка дәрму яки һәй хитай! дәрму?‚ буни күтүватимиз”.
2009-Йилидики “5-июл үрүмчи вәқәси” йүз бәргәндә түркийә һөкүмити, аммиви тәшкилатлар, һәрқайси партийәләр дәрһал баянат елан қилип хитайни әйиблигән иди. Бу қетим уйғурлар дучар болуватқан йиғивелиш лагерлириға солаш мәсилиси америка қошма штатлири вә ғәрб әллиридә юқири дәриҗидә күн тәртипкә келиватқан бүгүнки күндә түркийә һөкүмитиниң хитайға инкас қайтурмаслиқидики сәвәб немә? буниңдин кейин инкас қайтуруш еһтимали барму? бу һәқтики зияритимизни қобул қилған истанбулдики йилдиз техника университети хәлқара мунасивәтләр оқутқучиси, профессор доктор мәмәт акиф оқур әпәнди, истанбулдики шәрқий түркистан тәшкилатлар мунбири рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди, әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди 2015-йили 7-айниң ахиридин тартипла түркийәниң хитай сияситиниң өзгәргәнликини, шуниң билән бирликтә уйғур мәсилисиниңму түркийә һөкүмитиниң күн тәртипидин чүшүп қалғанлиқини илгири сүрди. У, “яхши” партийиниң “җаза лагерлири” мәсилиси тоғрисидики баянатиниң әһмийәтлик икәнликини тәкитлиди.
Профессор доктор мәмәт акиф оқур әпәнди түркийә һөкүмитиниң дөләт ичи вә сиртидики еғир иқтисадий вә хәвпсизлик мәсилиләрдин түпәйли сүкүттә туруватқан болуши мумкинликини баян қилип мундақ деди: “түркийә һөкүмити немә үчүн инкас қайтурмайватиду? десиңиз қолумда ениқ бир испатим йоқ. Лекин шәрқий түркистан мәсилиси түркийә үчүн бәк муһим. Шәрқий түркистандики инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики көңлимизни бәкла йерим қилмақта. Әмма түркийә һазир еғир қийинчилиқларға дучар болмақта. Еғир бихәтәрлик мәсилисиму бар. Шуңа әтрапидики мәсилиләргә әһмийәт бериватқандәк туриду. Түркийә барлиқ бу қийинчилиқларға қаримастин шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүши, түркийә билән болған мунасивитини күчәйтимән дәватқан хитайниңму уйғурларға болған бесим сияситидин ваз кечиши керәк”.
Түркийә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчиләр түркийә һөкүмәт хадимлири билән көрүшкәндә улар әгәр бу һәқтә хитайға инкас қайтурса түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәткә зиян келидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә. Хәлқара мунасивәт җәһәттин елип ейтқанда растинила мушундақ боларму? профессор доктор мәмәт акиф оқур әпәнди хитай оттура шәрққә вә явропаға ечилиш үчүн түркийәгә еһтияҗи барлиқини, түркийә уйғур мәсилисини оттуриға қойса икки дөләт оттурисидики мунасивәткә зиян йәтмәйдиғанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: “түркийәниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүши хитайни биарам қилмаслиқи керәк. Түркийә билән уйғурлар арисида тарихий бир бағлиниш мәвҗутлуқи пүтүн дуняға мәлум, буни хитайму билиду. Шуңа уйғур мәсилиси икки дөләт оттурисидики мунасивәткә сәлбий тәсир көрсәтмәйду. Шәрқий түркистан хитай дуняға ечилидиған йолниң өтиңидур. Хитайниң уйғурларға елип бериватқан бу сиясити хитайниң дөләт мәнпәәтигиму сәлбий тәсир көрситиду. Түркийә вә оттура шәрқ дөләтлири билән мунасивитини яхшилашни арзу қиливатқан хитайниң түркийә дөлитиниң шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүшидин биарам болмаслиқи керәк”.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди “яхши” партийиниң бу һәқтә баянат елан қилғанлиқиға хурсән болғанлиқини, 10-айниң 1-күни түркийә парламенти хизмәт башлиса уйғур мәсилисиниң оттуриға қоюлуш еһтимали барлиқини илгири сүрди.
Хитайлар уйғурлар, қазақларға қаратқан “йиғивелиш лагерлири”, йәни “җаза лагерлири мәсилиси” ни һазирғичә җумһурийәт хәлқ партийәси парламент әзаси гүрсәл текин әпәнди билән хәлқниң демократийә партийәси парламент әзаси өмәр фаруқ гәргәрлиоғлу әпәнди түркийә парламентида оттуриға қойған.