Пакистанниң уйғурлар үчүн хәтәрлик дөләткә айлинип қалғанлиқи илгири сүрүлмәктә
2015.02.27
1950 - Йилларда пакистанға келип олтурақлишип, пакистанда пакистан кимлики билән яшаватқан йәнә бир уйғурниң билдүрүшичә, йеқинқи 10 нәччә йилдин бири пакистан билән афғанистан арисидики мунасивәтләрниң барғансери йириклишиши вә хитай билән болған мунасивитиниң яхшилиниши нәтиҗисидә, пакистан уйғурлар үчүн әң хәтәрлик бир дөләткә айлинип қалған.
Униң билдүрүшичә, һазир афғанистан кимлики билән пакистанда яшаватқан уйғурларниң әһвали барғансери начарлашқан болуп, йеңидин туғулуп қатарға қошулуватқанларниң оқуш мәсилиси, чоңларниң ишсизлиқ мәсилиси, бимарларниң давалиниш мәсилилири нөвәттә әң еғир икән.
Һазир йәнә, җиддий қутқузувелиниши лазим болуватқан 3 нәпәр яшанған уйғур пакистан түрмисидә икән. Пакистан кимлики болмиған бир уйғур ана өзиниң пәрзәнтини дохтурханидин елип чиқалмиған.
Тәпсилати һәққидә пидаий тәйярлиған программидин мәлумат алғайсиләр.