Рабийә қадир ханим оттава карелтон унивирситетида нутуқ сөзлиди

Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2014.03.07
rabiye-qadir-xanim-kanada-parlamintida-uyghur-mesilisidin-guwaliq-bermekte.jpg Рабийә қадир ханимниң канада парламентида уйғур мәсилиси тоғрисида гувалиқ бәрмәктә
RFA/Gulshen


Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң канада парламенти вә канада ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипигә бинаән канадаға қаратқан 3 күнлүк зиярити күн тәртипигә оттава карелтон унивирситетида нутуқ сөзләшму киргүзүлгән.

Рабийә ханим канада парламентида өткүзүлгән уйғур мәсилиси һәққидә гуваһлиқ бериш ахирлашқандин кейин, шу күни кәч саәт 6 дин 8 гә қәдәр карелтон унивирситетиға берип бу унивирситеттики оттура асия тәтқиқатчилири вә оқуғучиларға нутуқ сөзләп уйғурлар вә уларниң нөвәттики инсан һәқлири мәсилилириниң қандақ бир вәзийәттә туруватқанлиқи һәққидә доклат бәргән.

Рабийә қадир ханимниң нутқи бу унивирситетта оқуватқан оқуғучиларниң интайин қизиқиши вә һесдашлиқини қозғиған болуп, улар уйғурлар һәққидә рабийә ханимдин көпләп соаллар сориған.

Рабийә қадир ханим торонтодики кишилик һоқуқ органлириниң рәһбәрлири билән әтигәнлик наштида биллә болди
Рабийә қадир ханим торонтодики кишилик һоқуқ органлириниң рәһбәрлири билән әтигәнлик наштида биллә болди

Рабийә қадир ханимниң оттава зиярити, кунмиң вәқәсигә тоғра кәлгәнлики үчүн кунмиң вәқәсигә мунасивәтлик соалларму көпләп соралған. Рабийә қадир ханим тәтқиқатчи вә оқуғучиларниң соаллириға қайил қиларлиқ җаваб бәргән.

Тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.