Түркийә парламентиниң рәиси исмаил қәһриман уйғур һәйитини қобул қилди
2017.07.30
28-Июл күни чүштин кейин түркийә парламентиниң рәиси исмаил қәһриман әпәнди парламент бинасидики ишханисида истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди, султан сатуқ буғрахан вәхпиниң сабиқ мудири, сүтчи имам университети диний илимләр факултети оқутқучиси доктор алимҗан буғда вә сабиқ парламент әзаси профессор доктор җәлал әрбай қатарлиқ кишиләрни қобул қилип, уларниң тәләплирини аңлиди. Арқидин улар түркийә парламенти асасий қанун комитети мәсули мустафа шәнтоп әпәнди, түркийә көчмәнләр идариси мәсули, түркийә баш министирлиқи тармиқидики мунасивәтлик идарә-җәмийәтләрниң мәсуллири билән учришип, мусапир уйғурлар, мисирдин кәлгән уйғур оқуғучилар вә башқа бәзи мәсилиләрни һәл қилип бериш тоғрисидики тәләплирини оттуриға қойди.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди уйғур һәйитиниң әнқәрәгә келишидики мәқсити һәққидә тохталди. Һидайәтулла оғузхан әпәнди өзи башчилиқидики һәйәтниң түркийә парламент рәиси исмаил қәһриман әпәнди, парламенттики асасий қанун комитетиниң рәиси мустафа шәнтоп әпәнди вә башқа мунасивәтлик рәһбәрләр билән учришип уйғурларниң қийинчилиқлирини һәл қилип беришлирини тәләп қилғанлиқини тәкитлиди.
7-Айниң бешида мисирдики оқуғучиларни қолға елиш вәқәси йүз берип уйғурлар арисида қаттиқ әнсирәш пәйда қилған иди. Бу оқуғучиларниң бәзилири түркийәгә қечип келивалған болсиму бәзилири техиғичә мисирдики тутуп туруш орунлирида тутуп турулмақта. Һидайәтулла оғузхан әпәнди бу қетимқи учришишта нуқтилиқ һалда бу мәсилини оттуриға қойғанлиқини илгири сүрди.
Доктор алимҗан буғда әпәнди түркийә парламентиниң рәиси исмаил қәһриман билән учрашқанда униң әйса йүсүп алиптекин билән болған әслимилирини баян қилип бәргәнликини, буниңдин қаттиқ тәсирләнгәнликини баян қилди.
Мисир сақчилириниң уйғур оқуғучиларни тутуп хитайға қайтуруп беридиғанлиқи тоғрисидики хәвәр тарқалғандин кейин түркийәдики бәзи уйғурларда түркийәму мушундақ қиларму дегән әнсирәш пәйда болған иди. Доктор алимҗан буғда әпәнди бүгүнки учришишларда бу әнсирәшләрниму оттуриға қойғанлиқини, әнсирәшниң керики йоқлуқини баян қилди.
Сабиқ парламент әзаси җәлал әрбай әпәнди узун йиллардин бери уйғурларға ярдәм қиливатқан кишиләрдин бири. Бу һәйәттә җәлал әрбайму бар иди. У мундақ деди:“мән 20 йилдин бери уйғурлар үчүн хизмәт қиливатимән. 20 Йил бурундин тартип қериндашлиримниң дәрдигә дәрман болушқа тиришиватимән. Уларниң дәрди мениң дәрдим, уларниң раһити мениң раһитим, һаятимниң ахириғичә мәзлумлар бесимдин қутулғучә уларға ярдәм қилимән.”
Түркийәдә уйғур мусапирларниң көпийишигә әгишип мәсилиләрму көпийишкә башлиди, һазирғичә уйғур мусапирларниң қануний туруш рухсити, ишләш рухсити һәл болған болсиму, лекин һәқсиз давалиниш, вәтәндашлиққа өтүшкә охшаш мәсилиләрниң техиғичә һәл болғини йоқ.