Түркийәниң 9 - рәис җумһури сулайман дәмирәл вапат болди
2015.06.17
Түркийәниң тәрәққиятида вә сиясәт тарихида муһим орунға игә, уста сиясийон, дөләт әрбаби сулайман дәмирәл 6 - айниң 16 - күни йерим кечидә вапат болди. У, 50 йиллиқ сиясий һаятида түрк дуняси үчүн шундақла уйғурлар үчүн зор хизмәтләрни қилған муһим рәһбәр.
Ундақта сулайман дәмирәл ким? у, 1924 - йили 11 - айниң 1 - күни түркийәниң испарта вилайитиниң исламкөй йезисида дуняға кәлгән. 1949 - Йили истанбул техника үниверситети су ишлири кәспини пүттүргән. Америка қошқа шитатлирида магистир оқуған. 1962 - Йили сиясәткә киргән сулайман дәмирәл 1964 - йили 11 - айниң 2 - күни адаләт партийәсиниң рәиси болуп сайланған, 1965 - йили мәзкур партийә һакимийәт бешиға кәлгән. Сулайман дәмирәл түркийәниң баш министири болған. 1980 - Йилидики һәрбий өзгириштә сиясәт билән шуғуллиниши 7 йил чәкләнгән сулайман дәмирәл 1987 - йилидики сайламда йәнә қайта парламент әзаси болуп сайланған. 40 яшта түркийәниң баш министири болған сулайман дәмирәл, 50 йиллиқ сиясәт һаятида 7 қетим һөкүмәт қуруп баш министирлиқ вәзиписини өтигән. 1993 - Йилидин 2000 - йилиғичә түркийә җумһурийити дөлитиниң җумһур рәислик вәзиписини өтиди. Түркийәниң 9 - рәис җумһури сулайман дәмирәл тунҗи қетим баш министир болған вақтида, афғанистан арқилиқ 350 әтрапида уйғурни түркийәниң қәйсәри шәһиригә елип келип орунлаштурған.
Шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ баш катипи һамут гөктүрк әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди. Һамут гөктүрк әпәндиниң дейишичә, сулайман дәмирәлниң уйғурларниң лидири мәрһум әйса йүсүп алптикин билән көңли йеқин болуп, у давамлиқ һалда шәрқий түркистан мәсилиси тоғрилиқ мәлумат елип турған икән.
Түркийәниң 9 - рәис җумһури сулайман дәмирәл совәт иттипақи парчиланғандин кейин түрк җумһурийәтлири билән болған мунасивәтни тәрәққий қилдурушқа зор әһмийәт бәргән, албанийәдин сәддичингичә түрк земини икәнликини оттуриға қойған рәһбәрләрдин бири.
Сейит түмтүрк әпәнди бу һәқтә һес қилғанлирини оттуриға қойди.
Сулайман дәмирәл 2000 - йили хитайниң сабиқ дөләт рәиси җяң земинға дөләт медали берип, түрк җамаәтчиликиниң қаттиқ наразилиқиға учриған иди. Сулайман дәмирәлниң мийити өз юрти испартида аилә мазарлиқиға дәпн қилинмақчи. ятқан йери җәннәт болсун.