Түркийәдики уйғурлар пәрзәнтлирини мустәқиллиқ роһи билән йетиштүрмәктә
2014.08.28
Түркийәниң қәйсәри шәһиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити он йилдин бери уйғурлардин өмәк тәшкилләп, һәр йили түркийәниң бир қанчә шәһирини екискурсийә қилдурмақта.
Улар бу йил 8 - айниң 22 - күни османийә империйәсиниң қурғучиси осман ғази вә орхан ғазиларниң қәбриси бар, түркийәниң тарихий вә санаәт шәһәрлиридин бири болған бурса шәһирини вә 8 - айниң 23 - 24 - күнлири болса түркийә җумһурийитиниң йеқинқи заман тарихи, болупму җумһурийәт тарихидики әң муһим шәһәрлиридин бири болған чанаққәлә шәһирини екискурсийә қилинди. Бу йил 10 - қетимлиқи оюштурулған бу екискурсийәгә шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш қуруш һәйити әзалири, аяллар вә яш - өсмүрләрдин болуп 55 киши қатнашти.
Бу екискурсийә өмикиниң мәсули, мәзкур тәшкилатниң рәиси сейит түмтүрк әпәнди бу қетимқи зиярәттә аяллар билән яш - өсмүрләргә османийә империйәсиниң қурғучиси осман ғази вә орхан ғазиларниң қәбрисини, османийә дөлитиниң пайтәхтини екискурсийә қилдуруш арқилиқ бир милләтниң қандақ қилип, чидирда қурулған бир дөләтниң 3 қитәни сориған османийә империйисигә айланғанлиқини, дөләт қурушниң қанчилик муқәддәс бир иш болғанлиқини чүшәндүргәнликини ейтти. У, 8 - айниң 23 - 24 - күнлири болса 1915 - йили ғәрб дөләтлири түркийә земиниға һуҗум қилип киргәндә, түрк армийәсиниң қәһриманларчә җәң қилип, бу земиндин чәтәлликләрни қоғлап чиқарған, 230 миң түрк шеһит болған чанаққәлә җәң мәйданини екискурсийә қилдурғанлиқини, екискурсийәчиләрниң бу җәң тоғрисида көп мәлуматларға игә болғанлиқини баян қилди.
У, бу зиярәтниң шәрқий түркистан паалийәтчилирини йетиштүрүш үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини ейитти.
Төвәндә сейит түмтүрк билән бу һәқтә елип барған сөһбитимизни аңлаңлар.