Түркийә қәйсәридики уйғурлар террорға ләнәт оқуди
2016.12.20

12-Айниң 19-күни түркийәниң қәйсәри шәһиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити муавин рәиси әмруллаһ әфәндигил әпәнди башчилиқидики уйғурлар қоллирида байрақ көтүргән һалда террорлуқ һуҗум йүз бәргән мәйданға берип террорға ләнәт оқуди.
Йеқиндин бери, түркийәдә террор вәқәси күнсайин көпәймәктә. 12-Айниң 10-күни истанбулниң бешикташ районидики путбол сарийиниң әтрапида икки йәрдә сақчиларға елип берилған өзини партлитиш һуҗумида 36 сақчи, 8 пуқра болуп җәмий 44 киши һаятидин айрилип қалған иди. Арқидин 12-айниң 17-күни әтигән уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәйсәри вилайитидики әрҗийәс университетиниң алдида түркийә армийәсигә террорлуқ һуҗум елип берилип 13 һәрбий шеһит болди, көп санда пуқра яридар болди. 12-Айниң 19-күни кәчқурун русийә федератсийәсиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси карлос рәсим көргәзмисиниң ечилиш мурасимида 22 яштики бир террорчиниң һуҗумида һаятидин айрилди.
Түркийәдә күнсайин көпийиватқан бу хил террорлуқ һуҗумға ләнәт оқуш үчүн вә һаятидин айрилип қалған шеһитләрни хатириләш үчүн кишиләр вәқә йүз бәргән йәрләрни екскурсийә қилмақта. 12-Айниң 19-күни қәйсәридә террорлуқ һуҗум йүз бәргән йәрдә мухбирларға баянат бериш паалийити өткүзүлди. Қәйсәри валийлиқи уюштурған паалийәткә, аммиви тәшкилатлар, вилайәтниң һәр қайси идарә, җәмийәтлириниң һәр дәриҗилик кадирлири, әрҗийәс университетиниң оқутқучи вә оқуғучилиридин болуп көп санда киши иштирак қилған. Паалийәткә қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң муавин рәиси әмруллаһ әфәндигил әпәнди башчилиқидики башқуруш һәйити әзалири вә уйғурлар иштирак қилған. Улар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ билән түркийә байриқини көтүргән һалда, террорға вә зораванлиққа ләнәт оқуйдиғанлиқини ипадиләшкән. Биз бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн, бу паалийәткә қатнашқан әмруллаһ әфәндигил, абдуғени бекин вә истратегийилик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Әмруллаһ әфәндигил әпәнди қәйсәридә тунҗи қетим бундақ бир террор вәқәсиниң йүз бәргәнликини, буниң түркийәниң муқимлиқини, хәлқниң раһәт турмушини бузуш үчүн елип берилғанлиқини, қәйсәридики уйғурлар намидин буниңға ләнәт оқуйдиғанлиқини баян қилди.
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башқуруш һәйити әзаси абдуғени бекин әпәнди уйғурларниң түркләр билән бирликтә қәйсәридә йүз бәргән террорлуқ һуҗумиға ләнәт оқуғанлиқини, һаятидин айрилип қалғанларға дуа қилғанлиқини баян қилди.
Түркийәдә террорлуқ һуҗумниң көпийип кетиши җәмийәттә әнсизлик пәйда қилмақта. Бәзи сиясий анализчилар сүрийә, ирақ вә түркийәдики бәзи террор тәшкилатлириниң түркийәдә ички уруш пәйда қилғанлиқини илгири сүрсә, йәнә бәзи анализчилар, бу ишни түркийәниң русийә вә хитай билән йеқинлишишидин биарам болған бәзи дөләт вә гуруһларниң қилдуруватқанлиқини илгири сүрмәктә. Бу һәқтики соалимизға җаваб бәргән доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәниң җуғрапийилик алаһидилики түпәйли әтрапида болуватқан урушниң тәсиригә учраватқанлиқини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәдә һазирчә ички қалаймиқанчилиқ чиқиш еһтималиниң йоқлуқини илгири сүрди.
Қәйсәри түркийәниң оттура райониға җайлашқан болуп, түркийә террор билән күрәш қиливатқан 35 йилдин бери, бу йәрдә террорлуқ вәқә йүз берип бақмиған икән. 12-Айниң 17-күни хәлқ аптобуси билән базарға кетиватқан һәрбийләргә һуҗум қилиш вәқәсидә 13 кишиниң һаятидин айрилиши түркийәдә қаттиқ әндишә пәйда қилди.