Қәйсәридики уйғурлар рәҗәп таййип әрдоғанни қизғин күтүвалди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2014.04.29
musapir-uyghur-erdoghan-kutuwaldi.JPG Қәйсәридики уйғурлар рәҗәп таййип әрдоғанни күтүвелиш үчүн сақлаватқан көрүнүш. 2014-Йили 27-апрел, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

27-Апрел күни әтигән қәйсәри шәһири уйғур мәһәллисидики уйғурлар чоң йолниң бойиға чиқип түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанни қизғин күтүвалди.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башқуруш һәйәт әзалири, уйғур дияридин йеңи кәлгән уйғурлар вә қәйсәри мәһәллисидики бир қисим уйғур җамаәт вәкиллири қоллирида шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини, түркийәниң ай юлтузлуқ қизил байриқини вә һәр хил мәзмундики лозункиларни көтүргән һалда айродромдин шәһәргә қарап кетиватқан рәҗәп таййип әрдоғанниң алдиға чиқип қизғин күтүвалди. Түркийә баш министир рәҗәп таййип әрдоған бу уйғурлар топини көрүп машинисини тохтитип улардин һал сориди. Бу уйғурлар йиға-зари қилған һалда хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумини, тайланд, малайшия вә вийетнам қатарлиқ дөләтләрдә сәрсан болуп йүргән уйғурларни түркийәгә елип келишини илтимас қилған доклатни униңға бәрди.

Баш министир рәҗәп таййип әрдоған уларға өзиниң бу иштин хәвәрдар икәнликини ейтип, сәврчанлиқ билән күтүшини тәкитлиди.

Биз нәқ мәйданға телефон қилип, д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә йеңидин кәлгән, малайшияда қалған уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ. Абдурахман исимлик уйғур түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанни көрүп қаттиқ һаяҗанланғанлиқини, хитай рәһбәрлиригә хәлқниң йеқин келәлмәйдиғанлиқини, чүнки улар хәлққә зулум қилған болғачқа хәлқниң арисиға кириштин қорқидиғанлиқини ейтти. У йәнә буларниң демократийә түзүминиң әвзәлликидин болуватқанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.