Бүйүк бирлик партийәси түркийә парламентини “җаза лагерлири” мәсилисидә хитайни әйибләшкә чақирди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.10.25
mustafa-destichi-uyghur-lager-mesilisi.jpg Түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси, парламент әзаси мустафа дәстичи әпәнди 650 парламент әзаси қатнашқан йиғинда түркийә парламентини уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси бойичә мәхсус музакирә елип беришқа чақирди. 2018-Йили 24-өктәбир, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

24-Өктәбир күни түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси, парламент әзаси мустафа дәстичи әпәнди 650 парламент әзаси қатнашқан йиғинда сөз қилип, түркийә парламентини уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси бойичә мәхсус музакирә елип беришқа чақирди.

Түркийә парламенттики омумий йиғинға риясәтчилик қиливатқан муавин парламент башлиқи җәлал әпәнди йиғин күнтәртипниң сиртида сөзләш һәққи тәләп қилған мустафа дәстичигә сөз берип, мундақ деди: “түркийә парламентиниң 10-омумий йиғини рәсмий башланди. Йиғинниң күнтәртипигә өтүштин бурун парламент әзаси мустафа дәстичи әпәндини сөзгә тәклип қилимән. ‛түрк-ислам дияридики өзгиришләр‚ темисида сөзләшни тәләп қилған парламент әзаси мустафа дәстичини сөзгә тәклип қилимән, мәрһәмәт, мустафа әпәнди.”

Мустафа дәстичи әпәнди сөз қилип, мундақ деди: “һөрмәтлик парламент башлиқи, қиммәтлик парламент әзалири, алди билән силәргә һөрмәт вә еһтирамимни билдүримән. Түрк вә ислам дунясида йениватқан отни һәммимиз көрүватимиз. Узун йиллардин бери давамлишиватқан шундақла күнсайин күчийиватқан шәрқий түркистандики бесим түрк-ислам дунясиниң тоқунуш йүз бериватқан башқа районлиридики мәсилиләрдәк дөлитимизниң күнтәртипигә кәлмәйватиду…”

У йәнә мундақ деди: “шәрқий түркистанда тарихтики әң зор инсан һәқлири дәпсәндичилики йүз бериватқан бүгүнки күндә дунядики һәрқайси дөләтләрниң, болупму түрк вә мусулман дөләтлириниң хитай билән болған мәнпәәт мунасивитини чиқиш қилип уйғурларниң бешиға келиватқан зулумларни көрмәсликкә селиши бизниң көңлимизни қаттиқ йерим қилмақта. Биз милйонлиған кишиләрни нәпәс алғили қоймайватқан хитай һөкүмитигә инкас қайтурмай туралмаймиз. Шәрқий түркистан хәлқиниң ана тилини өгиниш һәққиниң тартивелиниши, диний етиқад әркинлики вә пәрзәнт көрүш һоқуқлириниң дәпсәндә қилиниши, уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә мәҗбурий елип кетилиши шуниңдәк милйонлиған уйғурларниң җаза лагерлириға қамилишини көрмәйдиған дәриҗидә көзимиз кор әмәсту!?. . .”

Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, түркийәдики бәзи хитайпәрәс ахбарат органлири хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясәтлириниң ойдурма икәнликини, америка билән явропа дөләтлириниң буни көптүрүватқанлиқини илгири сүрүшмәктә. Парламент әзаси мустафа дәстәчи әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мән юқирида оттуриға қойған бу трагедийәни ‛хитайниң күчийишини халимайдиған америка қошма штатлири ойдуруватиду‚дегүчиләрниму көрүп туруптимиз. Ундақта, бу бесимларни, зулумларни вә қирғинчилиқларни бешидин өткүзүватқан милйонлиған шәрқий түркистанлиқларға немә дәйсиз? ялған билән тоғрини айриш мәсилисини пәқәтла америка билән хитайниң риқабитидин көргили боламду? америка билән хитай оттурисидики риқабәт бу трагедийәләрниң йүзини йепишқа йетәмду? мән силәрдин шуни соримақчимән, силәр хитайни яқиламсиләр яки инсанийлиқниму? дуняниң көзи алдида һечнемигә писәнт қилмастин қанунсиз һалда елип бериливатқан шәрқий түркистандики қирғинчилиқларниң сәвәби зади немә? уйғурлар мусулман бир хәлқ болғанлиқи үчүнму яки түрк болғанлиқи үчүнму? сиясий вә тиҗарий мәнпәәтиңизни дәп хитайниң бу зулумлириға инкас қайтурмаслиқ залимни яқлаштин башқа нәрсә әмәсқу? һәқсизлиқ алдида җим турған адәмниң җин-шәйтандин немә пәрқи бар?”

Мустафа дәстичи әпәнди өзиниң бүйүк бирлик партийәсиниң әзаси болуш сүпити билән уйғурлар таки әркинликкә еришкичә қоллашни давамлаштуридиғанлиқини баян қилип, мундақ деди: “қолимиздин келишичә, күчимизниң йетишичә бу зулумни тохтитишқа тиришимиз. Һәр заман шәрқий түркистанниң һөрлүки вә мустәқиллиқи үчүн тиришимиз. Түркийә парламентиниң кишилик һәқ вә һоқуқ комиссийонини шәрқий түркистан тоғрисида мәхсус музакирә йиғини ечишқа чақириқ қилимән.”

У сөзиниң ахирида түркийә парламентиға қойидиған тәләплири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “биз бүйүк бирлик партийәси болуш сүпитимиз билән түркийә парламентиниң шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә киргүзүп, бу һәқтә мәхсус музакирә өткүзүшини, хитайни қаттиқ әйиблишини тәләп қилимиз.”

Қәһраман мараш шәһиридики сүтчи имам университетиниң оқутқучиси доктор алимҗан боғда әпәнди зияритимизни қобул қилип, түркийә парламентиниң омумий йиғинидики уйғурлар тоғрилиқ талаш-тартишларниң яхши бир йүзлиниш икәнликини илгири сүрди. У йәнә “түркийәдики бәзи партийә рәислири билән парламент әзалириниң уйғур мәсилисини, болупму җаза лагерлири мәсилисини арқа-арқидин тилға елиши һөкүмәтниң йеқинда бу һәқтә инкас қайтуридиғанлиқиниң бир бешарити,” деди.

Йеқиндин бери түркийә парламентидики “ийи” партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим, мәзкур партийәниң парламенттики вәкили явуз ағирали оғлу, җумһурийәт хәлқ партийәсидин болған парламент әзаси гүрсәл текин вә хәлқ демократийәси партийәсидин болған бир нәпәр парламент әзаси түркийә парламентидә җаза лагерлири мәсилисини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.