Түрк мәтбуатлири сериқбуя вәқәсигә кәң көләмдә орун бәрди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.11.18
yengi-asya-geziti-uyghur-mesilisi.jpg “йеңи асия” гезитидә берилгән сериқбуя вәқәси тоғрисида тәпсилий хәвәр.
RFA/Erkin Tarim

Түрк ахбарат васитилири маралбешидики сериқбуя сақчиханисиниң йәнә һуҗумға учрап, 11 кишиниң өлгәнлик хәвиригә кәң көләмдә орун бәрди. Түркийәниң әң чоң дөләт телевизийиси билән шәхсий телевизийә истансилириниң һәммиси дегүдәк “шәрқий түркистанда йәнә қан төкүлди”, “шәрқий түркистан йәнә қалаймиқан болди”, “шәрқий түркистанда йәнә вәқә чиқти”, “шәрқий түркистандики уйғур түрклири йәнә сақчиханиға һуҗум қилди” дегәнгә охшаш темиларда учур тарқатти.

Булардин башқа түркийәдики “йеңи асия”, “явропа бүлтәни”, “дуня бүлтәни” вә “йеңи чағ” гезитлиригә охшаш көп санда тор гезитлириму сериқбуя вәқәси тоғрисида тәпсилий хәвәр бәрди. Әмма түрк һөкүмитиниң бу һәқтә баянат елан қилмиғанлиқи түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң наразилиқини қозғимақта.

Түркийәниң ахбарат васитилиридә маралбешиниң сериқбуя сақчиханисиниң йәнә һуҗумға учриғанлиқи, вәқәдә сақчилардин икки, һуҗумчилардин 9 болуп, җәмий 11 кишиниң өлгәнлики һәққидә хәвәр берилгәндин кейин д у қ ниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди түркийә ташқи ишлар министирлиқи, түркийәниң әң чоң өктичи партийилиридин җумһурийәт хәлқ партийиси вә милләтчи һәрикәт партийисигә сериқбуйида мәйданға кәлгән вәқәләр тоғрисида мәлумат бәрди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.