75 Нәпәр уйғур өсмүр үчүн коллектип хәтнә мурасими өткүзүлди

Мухбиримиз әркин тарим
2015.06.05
turkiye-uyghur-xetne-murasimi.jpg 75 Нәпәр уйғур өсмүр үчүн коллектип хәтнә мурасими
RFA/Erkin Tarim


6 - Айниң 3 - күни чүштин кейин түркийәниң қәйсәри шәһиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити мәркизидә 75 нәпәр уйғур өсмүрниң коллектип хәтнә мурасими өткүзүлди.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң тәшәббуси, шәһәрлик һөкүмәтниң ярдәм қилиши билән 2014 - йилиниң ахирида малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип олтурақлашқан 150 аилә уйғурниң хәтнә қилдуруш йешиға тошқан 75 нәпәр оғли үчүн коллектип хәтнә мурасими өткүзүлди. Мурасимға қәйсәриниң сабиқ шәһәр башлиқи мәмәт өзһасәки әпәнди, һазирқи шәһәр башлиқи мустафа чәлик әпәнди, қәйсәри вилайитиниң муавин валийси мәһмәт ақташ әпәнди, әрҗийәс университети мудири фаһрәттин кәләш әпәнди, бәзи аммиви тәшкилатларниң мәсуллири вә қәйсәридики бурун кәлгән вә йеңи кәлгән уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти.

Мурасимда алди билән бу паалийәтни уюштурған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси сейит түмтүрк әпәнди ечилиш нутиқи сөзлигән, у нутиқида малайшия вә тайланд арқилиқ қәйсәригә кәлгән уйғурларға ярдәм қолини узатқан қәйсәри валиликигә, шәһәрлик һөкүмәткә, бәзи аммиви тәшкилатларға вә түрк хәлқиғә рәһмәт ейтти. Арқидин кичик мүҗаһит қәшқәрли шеир декламатсийә қилди. Арқидин хәтниси қилинидиған 75 нәпәр өсмүргә оюнчуқ машина билән 50 лирадин пул тарқитилди. Мусапир уйғур өсмүрләр вә ата - анилири буниңдин интайин хушал болди. Әслидә 75 нәпәр уйғур өсмүрниң хәтнисини бүгүн қилиш пиланланған болсиму, түрк қанунида дохтурханида қилдуруш бәлгиләнгән болғачқа икки күн ичидә һәқсиз һалда қәйсәридики дохтурханиларда қилинидикән.

Биз бу паалийәт тоғрисида тәпсили мәлумат игиләш үчүн сейит түмтүрк әпәнди вә балисини хәтнә қилдурған уйғур мусапир әбубәкри әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Әбубәкри әпәнди зулумдин қечип малайшия вә тайланд арқилиқ түркийәгә кәлгән мусапирларниң балилиридин хәтнә қилдуруш йешиға кәлгән 75 нәпәр өсмүр үчүн бундақ тәнтәнилик коллектип хәтнә қилдурушниң уйғур тарихидики тунҗи иш икәнликини, уйғур тарихидин орун елишқа тегишлик иш икәнликини илгири сүрди. Әбубәкри әпәнди өзи мурасимға бериштин бурун бундақ дағдуғилиқ болушини ойлапму бақмиғанлиқини, балиларниң бәзилиригә хәтнә кийими йәнә бәзилиригә һәрбийчә кийим кийдүрүп, алий рәһбәрләрниң қатнишиши билән бундақ бир мурасимниң өткүзүлишидин интайин тәсирләнгәнликини ейитти.

Абубәкри әпәнди шәрқий түркистанда наһийәниң һакими түгүл, йеза башлиқиниңму хәлқниң бундақ мурасимлириға қатнашмайдиғанлиқини, хәлқни харлайдиғанлиқини, түркийәдә шәһәр башлиқиниң уйғур мусапирлардин һал сорап, қийинчилиқиң барму? дейишиниң өзини интайин тәсирләндүргәнликини ейитти.

75 Нәпәр мусапир уйғур пәрзәнтиниң коллектип хәтнә қилиниши түркийәдики уйғурларни сөйүндүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.