Хитай әнқәрәдә оюштурған норузда 40 уйғур оқуғучиға 1000 доллардин пул тарқатқан
2015.03.20
Хитайниң түркийә әлчиханиси 3 - айниң 19 - күни әнқәрә шеритон меһманханисида норуз паалийити өткүзүп, бу паалийәткә қатнашқан 40 уйғур оқуғучиға миң доллардин оқуш мукапат пули тарқатқан. Булардин башқа йәнә оқуш нәтиҗиси яхши 7 оқуғучиға пул тарқатқан. Хитай әлчиханиси, әнқәрәдә оюштурған бу паалийәткә истанбулдин мәхсус аптобус иҗаригә елип, ятақ вә тамақ пуллирини берип оқуғучи елип келип қатнаштурған.
Хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити күнсайин ешиватқан бундақ бир күндә әнқәрәдики хитай әлчиханисиниң уйғур оқуғучиларни йиғип пул тарқитиши түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири билән түркийәдики бәзи уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.
Бу паалийәткә қатнашқан кишиләрдин игилигән мәлуматқа асасланғанда, хитай әлчиханиси әнқәрә шеритонда норуз паалийити оюштурған катта меһманханиниң коридориға хитай дөлитиниң хитайдики ислам дини, уйғурлар тоғрисидики китаб вә тәшвиқат рәсимлири қоюлған болуп, рәсимдә қәшқәр, үрүмчи вә турпандики мәсчит рәсимлири, мәсчиттә намаз қиливатқан уйғурларниң рәсимлири вә уйғур дияриниң гүзәл мәнзирилири әкис әттүрүлгән рәсимләр тизилған. Бу паалийәткә истанбул, әнқәрә, коня, әскишәһир, сакаря қатарлиқ җайларда оқуватқан уйғур оқуғучилар вә хитай ширкитидә ишләватқан бәзи уйғурлардин сирт, аз санда түрк вә қазақларму қатнашқан.
Хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси йү хуңяң уйғур оқуғучилардин бир - бирләп һал сорап, балилирини елип кәлгән уйғурларниң балилирини сөйүп қойған. Бу паалийәткә қатнашқан бәзи көзәткүчиләр хитайниң бу паалийәтни оюштуруштики мәқситигә йәткәнликини, чүнки хитай дөлитиниң уйғурлар тоғрисида чәтәлләрдә елип бериватқан тәтур тәшвиқатини йәнә бир қетим әнқәрәдә иҗра қилғанлиқини ейитти. Хитай әлчиси бу йиғинда қилған нутқида түркийәдә уйғур оқуғучиларға һазирғичә 400 миң доллар әтрапида ярдәм пули тарқатқанлиқини ейтқан.