японийә дөләтлик пәлсәпә йиғинида уйғур пәлсәпәсигә аит мақалә уқулди
2015.05.25
Токйода өткүзүлгән 74-нөвәтлик японийә дөләтлик пәлсәпә йиғинда уйғур пәлсәпәси һәққидә мақалә оқулди.
Токйодики җорҗи университетиниң саһипханилиқида өткүзүлгән , 17 - май аяқлашқан мәзкур пәлсәпә йиғиниға японийәниң һәр қайси университетлиридики профессорлар, тәтқиқатчилар вә шундақла бу саһәдә илим тәһсил қиливатқан доктор аспирантлар иштирак қилған.
Бу қетимқи токйода чақирилған 74-нөвәтлик японийә дөләтлик пләсәпә йиғинида кюшю университети филологийә аспиранторийәси пәлсәпә кәспий тәтқиқатчиси мухтарҗан абдураһман грек пәлсәпәси билән уйғур пәлсәпәсиниң тарихий мунасивити һәққидики мақалисини оқуп өткән.
Мухтарҗан абдураһманниң мәзкур мақалиси кәң йиғин әһлиниң диққитини тартқан болуп, бу һәқтә көплигән соаллар оттуриға қоюлған.
Биз мәзкур йиғин һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн мухтарҗан абдураһман билән бу һәқтә телефон сөһбити елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.