Конда лиза райис хитайни зиярәт қилди
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.06.29
2008.06.29
Лекин у,хитайға йетип кәлгән шу күнила сичүәнниң йәр тәврәш апитигә учриған җайиға берип, апәткә учраш әһвалини көрди һәм тонуштурушларни аңлиди. Шинхуаниң хәвиридә ейтилишичә, райис ханим җуңгониң апәттин қутулдуруш ишлириға юқири баһа бәргән.
У, хитайниң апәттин қутқузуш ишлирида хәлқара җәмийәтниң ярдимини қобул қилидиғанлиқини елан қилиши һәмдә қобул қилишини махтап, буни бирма һәрбий һөкүмитиниң хәлқара җәмийәтниң деңиз бөриниң апитигә учриған кишиләргә көрсәтмәкчи болған ярдәмлиригә тосқунлуқ қилғанлиқи билән селиштуруп, хитайниң бу җәһәттә өзгичиликини көрсәткәнликини муәййәнләштүргән.
Конда лиза райис сичүән сәпиридин кейин хитай ташқи ишлар министири яң җиечи билән рәсмий көрүшүп, сөһбәт елип барған. Сөһбәт җәрянида икки дөләт мунасивәтлири, тәйвән мәсилиси, шималий корийә мәсилиси қатарлиқ көп мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурулған.
Райис ханимниң бу учришишида тибәт вә кишилик һоқуқ мәсилилири музакирә қилиндиму йоқ, һазирчә намәлум болмисиму, лекин хитай тәрәп далай ламаниң вәкиллири билән өткүзүлидиған рәсмий сөһбәтниң пат йеқинда әслигә келидиғанлиқини ашкарилиған. Арилиқта хитай бу сөһбәтни тохтитип қойған иди.