Явропа иттипақи вәкилләр өмики бейҗиң зияритидә хитайға тибәт вә кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишлитиду

Явропа иттипақи комитетиниң әскәртишичә, явропа иттипақи комиссари хусей мануел барросо келәр һәптә явропа комитетиниң юқири дәриҗилик зиярәт өмикини башлап бейҗиңни зиярәт қилғанда хитай һөкүмити билән кишилик һоқуқ мәсилисидә, болупму хитайниң тибәттики намайишни бастуруш һәрикитидә кишилик һоқуқни бир чәткә қайрип қойғанлиқи үстидә " тиғму ‏ - тиғ" елишидикән.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.04.18

Явропа комитетиниң 9 нәпәр комиссардин тәшкилләнгән барросо йетәкчиликидики зиярәт өмики келәр һәптиниң пәйшәнбә вә җүмә күнлири бейҗиңдә икки күнлүк зиярәттә болиду. Зиярәт җәрянида хитай дөләт рәиси ху җинтав, баш министир вен җябавлар билән көрүшидиған зиярәт өмики йәнә, хитайлар билән сода вә йәр шари һава килимати қатарлиқ мәсилиләрдә сөзлишидикән.

Явропа иттипақи хитайниң тибәт намайишчилирини бастуруш һәрикитини әң шиддәтлик тәнқид қилған хәлқара гәвдидур. явропа иттипақидики нурғун дөләтләр бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнишиштин ваз кәчкән яки ваз кечишни ойлишидиғанлиқини билдүргән иди.

 явропа комитетиниң зиярәт һәққидики баянатида мундақ дейилгән " президент барросо хитай даирилири билән уларниң дунядики әң бүйүк яшлар фестивали - олимпик мусабиқисигә саһипханлиқ қиливатқан турупму, бастуруш вә қизиққанлиқтин ваз кәчмигәнликигә қарши тиғму - тиғ турмақчи." 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.