Бейҗиңдики өйлиридин мәҗбури көчүрүветилгән 20 гә йеқин киши наразилиқ намайиши өткүзди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.08.04
2008.08.04
Хәвәрдә нәқил елип көрситилишичә, мәшчи лю фумий өзлириниң олимпиккә қарши әмәсликини, лекин һөкүмәтниң олимпик сәвәбидин буларниң өйлирини чиқиветишиниң хата икәнликини билдүргән.
Мәлум болушичә, мәзкур намайишчиларниң өйлири җайлашқан мәркизи бейҗиң райониға һазир хәлқаралиқ даңлиқ марка сода сарайлири селинған заманиви сода райони бәрпа қилинған.
Намайишчи ма шиюлән, мәзкур районда сода райони тәрәққий қилдурғучиларниң олимпикни баһанә қилип өзлириниң маканлирини тартивелишқа һәққи йоқ икәнликини һәмдә өзлириниң пәқәт олимпик үчүнла өз һоқуқини қоғдимаслиққа қарап туралмайдиғанлиқини билдүргән.
Намайишчиларға сақчилар тосқунлуқ қилмиған болсиму, әмма намайиш йүз бәргән районниң аилиликләр комитети хадимлири намайишчиларниң қайтуруп елип кәткән.