Тәйвән һөкүмити һәрбий маневирини башлиди

Сәйшәнбә күни тәйвән һөкүмити, хитайниң кәлгүсидә тәйвәнни ишғал қилиш һәрикитигә қарши, һәрбий маневир башлатти. Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи һәрбий маневир бир хитай содигәрләр өмики мәбләғ селиш мәқситидә тәйвәнни зиярәт қиливатқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән.
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.04.22

 Май ейида президент вәзиписини, йеқинда тәйвәндә елип берилған президент сайлимида, тәйвән президент вәзиписигә сайланған ма йиңҗуға тапшуруп беридиған президент чин шүйбйән, өткән һәптә мухбирларға бәргән баянатида, 15 ‏ йилидин бери һәрбий күчини күчәйтиватқан хитайға қарши туруш вә һәр қандақ чағда хитайниң һәрбий һуҗумиға тақабил туруш иқтидариға игә икәнликимизни көрситиш үчүн, бундақ һәрбий маневирни елип беришимиз керәк дәп көрсәткән иди.

Март ейида тәйвәндә елип берилған президент сайлимида, тәйвән президент вәзиписигә сайланған ма йиңҗу, хитай билән тәйвән оттурисидики иқтсадий мунасивәтләрни техиму тәрәққий қилдуруш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини тәкитлимәктә. Ма йиңҗу 20‏ - май күни, чин шүйбйәндин тәйвән президент вәзиписини рәсмий тапшуруп алиду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.