Хитай олимпик мусабиқисини қоғдаш үчүн башқурулидиған бомба орунлаштурди

Бирләшмә агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай бейҗиңда өткүзилидиған олимпик мусабиқисини қоғдаш үчүн, мусабиқә мәйданиниң әтрапиға сим тосақ қойған вә йәр йүзидин һава бошлуқиға атидиған башқурулидиған бомба орунлаштурған. Шундақла бихәтәрликни күчәйтиш үчүн һазирдин башлап алтә һәптилик һәрикәт пиланлиған.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.06.25

 Хәвәрдә ейтилишичә, хитай башқурулидиған бомба орунлаштурған җай путбол қатарлиқ бәш хил тәнһәрикәт мусабиқиси өткүзилидиған һәшәмәтлик олимпик мәйданиға 300 метир йирақлиқта.

Хитай буниңдин бурун дуняға, шинҗаңдики уйғур бөлгүнчилири олимпик мусабиқисигә бузғунчилиқ қилмақчи, уйғурлар айропилан булашқа урунмақта, дәп келиватқан вә мусабиқигә келидиғанларға қарита виза бериш рәсмийитини чиңитқан иди. Әмма хитай бу һәқтә һечқандақ дәлил - пакит оттуриға қоялмиғанлиқи үчүн, хәлқарада, хитайниң бу сөзлири ойдурма дәп қаралмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.