Хитай қәшқәрдә йүргүзгән өлүм җазаси һәққидә пикир баян қилиштин өзини қачурди
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.15
2008.07.15
Лю җйәнчав пәқәт бу һәқтә мундақ дегән: " әһвалниң тәпсилатидин мениң хәвирим йоқ. Әмма җуңго қанун билән башқуруливатқан дөләт, җуңгониң нәридә бир дело бир тәрәп қилинса у қанун буйичә бир тәрәп қилиниду."
Хитай 9 - июл күни қәшқәрниң йеңи шәһәр наһийисидә 10 миң кишилик һөкүм елан қилиш йиғини ечип 5 уйғурға өлүм җазаси бәргән вә 15 уйғурға пәрқлиқ муддәттә қамақ җазаси бәргән иди вә бу һөкүмини ахбарат саһәсидин йошурун тутқан иди. Радиомиз вәқәни дуняға ашкарилиғандин кейин, америка дөләт мәҗлиси хитайниң мәзкур һөкүмини вә уни дунядин йошурғанлиқини тәнқид қилған иди.
Хитай бу йилниң бешида үрүмчидә йүз бәргән 25 - январ вәқәси, 23 - март күни хотәндә йүз бәргән аяллар намийишиниму охшашла ахбарат саһәсидин йошурған. Пәқәт радиомиз вәқәни дуняға хәвәр қилғандин кейинла етирап қилишқа мәҗбур болған вә бу һәқтә мәхсус баянат бәргән иди.