Хитай сақчилири раһибә ши мяҗө билән әйдиз паалийәтчиси ли шигеларни қолға алди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.01
2008.05.01
Истансимиз мухбири, 5 - айниң 1 - күни сәһәр 3 тә, хенән өлкиси ниңлиң наһийисидики 10 нәччә сақчиниң туюқсиз ли шигениң өйигә бастуруп берип, олимпик җәрянида еқип йүргән нопусларни тәкшүрүш дегән баһанида, ли шиге вә униң өйидики раһибә ши мяҗөни тутуп кәткән.
Истансимиз мухбири ниңлиң наһийиси сақчи понкитиға телефун урғанда, раһибә мияҗө телефунниң бир мухбир тәрипидин урулғанлиқини һес қилип, вақирап туруп, сақчиларниң уларни сәһәрдә тутуп келип, 7 - 8 саәткичә сораққа тартқанлиқини, уларни ухлатмай вә тохтимастин син алғу апаратиға еливатқанлиқини ашкарилиған.
У йәнә, сақчиларниң өзини қолға елиштики сәвәблири һәққидиму тохтилип, сақчи даирилириниң униң бейҗиңға беришидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини билдүрди. Хәвәрләргә қариғанда, раһибә мия җө йеқинда ниңлиң наһийисигә, әйдиз билән юқумланғучилар аиллиригә, ярдәм сүйәр кишиләр тәрипидин топланған дора вә соғиларни йәткүзүш үчүн кәлгән болуп, сәйшәнбә күни тәхминән 10 нәпәр әйдиз бимарлири өзлиригә аит соға вә дорилирини тапшуруп алған иди.