Хитай дөләт ичи вә сиртидики сәзгүр дәп қариған интернет тор бәтлирини тақивәтти
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.07.31
2008.07.31
Гуаңдуңда чиқидиған җәнубий хитай шәһәр гезити пәйшәнбә күни, 1 - авғуст күнидин башлап 25 - авғуст күнигичә пүтүн хитай буйичә интернет тор бекәтлирини қамал қилишни, 6 олимпик шәһиридә болса 9 - айниң 20 күнигә қәдәр давамлаштурушни қарар қилғанлиқини ашкарилиди.
Хәвәрдә йәнә, хитайниң интернет тор бетиниң тәртипини рәткә селиш үчүн бу чарини йолға қойғанлиқи, болупму тор бәт арқилиқ қанунсиз учурларни тарқитиш, буниң билән җәмийәт муқимлиқиға бузғунчилиқ пәйда қилиш қилмишлириға қаттиқ зәрбә беришниң нөвәттики муһим мәсилә икәнлики тәкитләнгән.
Бирақ, хәлқара олимпик комитетиниң рәиси роги әпәнди, хәлқара җамаәт билән охшашла өзиниңму бу әһвалдин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүрүп": бейҗиң олимпик комитетиниң олимпик мәзгилидә хәлқара мәтбуатларниң нормал паалийәт елип беришиға капаләт беридиғанлиқи тоғрисидики вәдисидин кейин, интернет тор бәтлирини тосуп қойғанлиқи мени толиму әҗәпләндүрди. Хитайниң бу һәрикитини қәтий қобул қилғили болмайду " деди.
Ройтерс агентлиқиниң статистикисиға қариғанда, хитай өз ичидики тор бәтләрни тақиғандин башқа, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, хоңкоңдики алма гезити, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, әркин вақит гезити, әркин асия радиоси, америка авази қатарлиқларға аит тор бәтләр билән сүргүндики тибәт тәшкилатиниң тор бетини пүтүнләй тақивәткән.