Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (24)

Мухбиримиз қутлан
2020.06.23
seypidin-ezizi-maw.jpg Хитай компартийәсиниң алий рәһбири мав зедоң уйғур аптоном райониниң сабиқ рәиси сәйпидин әзизи билән көрүшмәктә. (1970-Йиллар)
Social Media

Йигирмә төтинчи қисим: абдурәһим әйсаниң җәсити қешидин тепилған икки парчә хәтниң сири

1958-Йили 1-айниң 17-күни сәһәрдә абдурәһим әйсаниң қанлиқ җәсити уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт қармиқидики тәңритағ меһманханисиниң 214-номурлуқ ятиқида байқалғанда, кариват қешидики үстәлгә 2 парчә хәт қоюп қоюлған иди. ятақниң ичидин тақалған ишикини биринчи болуп бузуп киргүчиләр абдурәһим әйсаниң қанлиқ җәсити билән биргә бу 2 парчә хәтниму көриду. Миллий армийәниң сабиқ полковники абдурәһим йүсүпоф билән генерал майор мәрғуп исһақоф иккәйлән әйни вақитта нәқ мәйданни көргүчиләрниң ичидә бар иди. Уларниң кейинчә алмутада мәруп әйсаға сөзләп беришичә, бу икки парчә хәтниң бири уйғур аптоном райониниң муавин рәиси муһәммәтимин иминофқа, йәнә бир парчә хәт абдурәһим әйсаниң ханими мунҗийә алдигароваға қаритип йезилған икән.

Акиси абдурәһим әйсаниң сирлиқ өлүми һәққидә узун йиллар издәнгән мәруп әйса бу икки парчә хәтниң башқилар тәрипидин йезилғанлиқи вә хәтләргә абдурәһим әйсаниң пучуркисини дорап, сахта имза қоюлғанлиқини илгири сүриду.

Мәруп әйса 1990-йилларда язған “абдурәһим әйса өлүминиң сири” намлиқ әслимисидә мундақ дәп язиду: “шу күни уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ваң енмав билән уйғур аптоном райониниң рәиси сәйпидин әзизи кеңәйтилгән йиғинға қатнишиватқан кадирларға абдурәһим әйсаниң өлүмигә мунасивәтлик үч түрлүк ишни уқтурған. Буниң биридә мундақ дейилгән: ‛абдурәһим әйса өзини өлтүрүвелиш алдида икки парчә хәт йезип қалдурған. Хәтниң бири ғулҗадики аяли мунҗийәгә, йәнә бири аптоном районниң муавин рәиси муһәммәтимин иминофқа йезилған. Иминофқа йезилған хәттә өзи партийәгә киргән болсиму, әмма идийәсиниң партийәгә кирмигәнликини, зор хаталиқ өткүзгәнликини, партийәгә йүз келәлмигәнлики үчүн бу йолни таллиғанлиқини баян қилған. Чоң йиғинда бу икки парчә хәт көпчиликкә оқуп берилгән. ‚”

Мәруп әйса мәзкур икки парчә хәттики баянларниң акисиниң мәктуп йезиш услубиға охшимайдиғанлиқини, болупму аилисигә қаритип йезилған иккинчи хәттики сөз-җүмлиләрдә гуманлиқ деталларниң техиму көплүкини әскәртип өтиду.

Зияритимиз җәрянида мәруп әйса өзи еришкән пакитлар бойичә бу икки парчә хәтниң или областлиқ сот мәһкимисиниң сабиқ муавин башлиқи һәбибулла мутәллип (һевулла сот) билән абдурәһим әйсаниң баҗиси, полконик рәфиқ байчурин тәрипидин йезилғанлиқини тәкитләйду. Мәруп әйсаниң баян қилишичә, бу икки парчә хәткә қоюлған имза икки хил болуп, биринчи парчә хәттики абдурәһим әйсаниң исми кона имла бойичә “әлиф” билән, иккинчи парчә хәттики имза йеңи имла бойичә “ә” билән йезилған икән. Мәруп әйса акисиниң намида сахта хәт язғучиларниң абдурәһим әйсаниң пучуркиси билән услубини дорап йезишқа шунчә күчигән болсиму, әмма чандуруп қойғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

1960-Йилларниң алди-кәйнидә абдурәһим әйсаниң бала-чақилири вә уруқ-туғқанлириму, шундақла өз дәвридә абдурәһим әйсаниң делосиға четилған кишиләрму совет иттипақиға чиқип кетиду. 1970-Йииларға кәлгәндә мәруп әйса алмутада һәбибулла мутәллип, йәни әйни вақитта акиси абдурәһим әйсаниң имзасиида сахта хәт язғучилардин бири билән йүзлишиду.

Шу қетимлиқ йүзлишиштә һәбибулла мутәллип 1958-йили 1-айда абдурһим әйсаниң намидики сахта хәтниң бир парчисини өзиниң язғанлиқини иқрар қилиду. Мәруп әйсаниң билдүрүшичә, һәбибулла мутәллип өзиниң кейинки йилларда бу иштин қаттиқ пушайман қилғанлиқини, әйни вақитта ваң енмавниң буйруқи, сәйпидин әзизиниң бесими билән бу хәтни йезишқа мәҗбур болғанлиқини ашкарилайду.

Һәбибулла мутәллипниң иқраридин кейин мәруп әйса дәрһал алмутада яшаватқан йәңгиси, йәни абдурәһим әйсаниң аяли мунҗийә ханимдин бу хәтләрни өзигә беришни тәләп қилиду. Әмма мунҗийә ханим бу хәтләрни мәруп әйсаға бәрмәкчи болған күни сирлиқ бир йосунда бу хәтләр аридин ғайиб болиду. Мәруп әйса йәңгиси мунҗийә ханимниң қолида сақлиниватқан бу хәтләрниң шу күни мунҗийә ханимниң сиңлиси наилә алдигарова тәрипидин абдурәһим әйсаниң баҗиси рәфиқ байчуринға өткүзүп берилгәнликини, шуниңдин кейин бу хәтләрниң из-дерәксиз ғайиб болғанлиқини алаһидә әскәртип өтиду.

Мәруп әйса зияритимизниң ахирида акиси абдурәһим әйса суйиқәст билән өтүрүлүп узун өтмәйла тәптиш орунлиридин адәм келип, униң ян қорали, хатирә дәптәрлири, һөҗҗәт-материяллири, һәтта 1940-йилларда әхмәтҗан қасими билән бирликтә чүшкән фото сүрәтлириниң һәммисини елип кәткәнликини тәкитләп өтти.

Кейинки һаятини өзбекистанда өткүзгән ярмуһәммәт абдусаттароф 1958-йили шинҗаң институтидин “әшәддий йәрлик милләтчи” дәп тартип чиқирилған уйғур оқуғучиларниң бири. У бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, буниңдин 58 йил илгири үрүмчидә йүз бәргән вәқәләр һәққидә әслимә тәқдим қилди. Униң тәкитлишичә, абдурәһим әйса 1950-йиллардики от йүрәк уйғур милләтпәрвәрлириниң бири болуп, “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” башланғанда у хитай һөкүмитиниң тунҗи болуп зәрбә бериш нишаниға айланған уйғур кадирларниң бири икән.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.