“көз йешида нәмләнгән земин” (руда тавлаш һәрикити)

1958-Йили 10-айларда руда қезиш үчүн шявлоңкуға бардуқ, шявлуңку үрүмчи шәһиридин 100километир йирақлиқтики бир сай иди….

2011.09.24

Бу йәрдә  пәқәт көмүр хаңлирила бар болуп, көмүр көйдүрүп кокус һазирлап шәһәрдики завутларға йәткүзүп беридикән. Көмүр чиқидиған хаңларни1-,2-,3-номурлуқ  қудуқ дәп атайдикән, җәмий алтә қудуқ бар болуп, һәммиси кокус көйдүридикән.

Биз йигирмә нәччә оқуғучини хаңға көмүр колашқа бөлди, қалған савақдашлар тағлардин руда колашқа кәтти. Улар тапқа руда ташлирини биз ятқан гәмә өйниң алдиға тошуп, дөвиләш билән мәшғул иди….

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.